Сақчилар үрүмчидики бир қисим уйғурчә нәшрият боюмлирини мусадирә қилди
2006.02.15
Йеқинда сақчилар үрүмчидики бир қисим диний мәзмундики уйғурчә нәшр боюмлирини, қанунсиз нәшр қилинған дәп мусадирә қиливалған.
Уйғур аптоном районлуқ радио истансисиниң хәвиригә қариғанда, 10- вә 11-феврал күнлири, үрүмчи шәһәрлик мәдәнийәт базарлирини тәкшүрүш әтрити билән үрүмчи шәһәрлик җамаәт хәвпсизлик идарисиниң тяншан районлуқ тармақ идариси бирликтә, дөңкөврүк вә униң әтрапидики миллий тилдики нәшр боюмлири базирини туюқсиз тәкшүрүп, диний мәзмундики VCD пластинкисидин 630 парчә , диний мәзмундики китабтин 559 парчә вә 350 парчә диний тәшвиқат рәсимини оғрилиқчә нәшр қилинған дәп мусадирә қиливалған.
Хәвәрдә йәнә, диний мәзмундики қисмән қанунсиз нәшр боюмлириниң мунасивәтлик орунларниң тәкшүрүп бекитишигә сунулғанлиқи йезилған. Шундақла буниңдин кейин, үрүмчи шәһәрлик мәмурий башқуруш орунлири бирлишип бу районда тәкшүрүшни йәниму күчәйтидиғанлиқи тәкитләнгән .
Уйғур зиялийлири, хитай һөкүмитиниң әзәлдин уйғур тилидики нәшр боюмлирини қаттиқ контрол қилидиғанлиқини, шундақла нәшр боюмлириға болған зәрбиниң көпүнчә һалларда оғрилиқчә яки қанунсиз нәшр қилинған дегәнгә охшаш баһаниләр билән елип берилидиғанлиқини билдүрмәктә. (Пәридә)
Мунасивәтлик мақалилар
- Дуня уйғур қурултийи, йеза - кәнт кадирлириниң сияси үгиниш һәрикити уйғурларни тизгинләшкә қаритилған, деди
- Аптоном район сиясий кеңәш әзаси вәтәнпәрвәрлик тәрбийисини тәкитлиди
- Хитай миллий тил йезиқтики материялларни тәрҗимә қилишқа мәбләғ аҗратмақчи
- Хитай " тәңритағ әдәбият мукапати" ни тизгинләшни күчәйтти
- Хитай уйғур елидики йеза-базарлиқ парткомларда милләтләр иттипақлиқи вә сиясий муқимлиқни тәкитлимәкчи









