Маарип назарити җигәр яллуғиға гирипдар болған оқуғучиларни оқуштин һәйдигәнликини ақлиди
2006.11.06
Уйғур аптоном райони маарип назарити үрүмчи шәһәрлик 15 - оттура мәктәпниң толуқсиз оттура синипидики көп қисими уйғурларни асас қилған 19 нәпәр җигәр яллуғи оқуғучисини өйигә қайтувәткәнлики тоғрисида сөһбәт елан қилип, мәктәп даирилириниң бу қарарини ақлиди.
Маарип назарити, "башқа оқуғучиларниң саламәтлики вә бимар оқуғучилар аилисиниң ғәмхорлуқи вә давалишиға еһтияҗ болғанлиқи үчүн аилисигә қайтурулғанлиқини" билдүрмәктә. Бу вәқә уйғур аптоном райониниң ичи вә сиртидики интернет вә мәтбуатларда талаш - тартиш қозғап, үрүмчи шәһәрлик маарип идариси яш -өсмүрләрниң тәлим - тәрбийә елиш һоқуқиға дәхли - тәруз қилиш вә бикар оқуғучиларни кәмситиш билән әйибләнгән иди.
Үрүмчидики қар ләйлиси әйдиз ярдәм җәмийити үрүмчи шәһәрлик маарип идарисини әйибләп сот мәһкимисигә әрз сунған болсиму, лекин сот бу әрзни қобул қилмиған вә қар ләйлиси җәмийити пичәтләнгән.
Маарип назарити, оқуғучиларниң кәмситилгәнликини рәт қилип, уларниң юртида қайта оқушқа орунлаштурулғанлиқини билдүрмәктә. Бу вәқәдә ахбарат орунлирини әйиблигән маарип назарити, "бәзи мәтбуатлар бу вәқәни ашкарә талаш - тартиш қилип, оқуғучиларниң шәхси мәхпийәтликини ашкариливәтти," дәйду. Лекин шәһәрлик маарип даирилирини әйиблигүчиләр, шинҗаң тиббий университитидики мутәхәссисләр бу оқуғучиларға оқувәрсә болиду, дәп диагноз қойған болсиму, лекин маарип идариси буни инавәткә алмиди, дәп әйиблигән. Маарип назарити, мутәхәссисләрниң 10 - өктәбирдә бу оқуғучиларға қайта дианоз қойғанлиқини билдүрди. (Әркин)