Дуня мәтбуатлиридики уйғурлар
2004.09.23
Дуня мәтбуатлирида йеқинқи бир нәччә йиллардин буян уйғурлар һәққидики мақалиләр көпләп елан қилинип, уйғурларниң кимлики, мәдәнийити вә нөвәттики вәзийити ғәрб әллиригә тонуштурулди.
-23 Сентәбир пәйшәнбә күни " бүгүнки америка гезити" вә ройтерис ахбарат агентлиқи уйғурлар һәққидә икки парчә мақалә елан қилип, уйғурлар билән хитайлар арисидики тәңсизлик, ирқчилиқ, кәмситиш вә " террорчилиққа қарши уруш" нами астидики уйғур вәзийити қатарлиқ мәзмунларда тохталди.
" Бүгүнки америка гезити" дә елан қилинған " уйғур елидә тәң мәвҗут болуп туруш тәс болди" дегән темидики мақалиниң аптори, қәшқәр вә үрүмчи қатарлиқ җайлардики зияритини тәсвирләп келип, " уйғур елидики контроллуқ нөвәттә тарихтики әң юқири пәллигә йәтти" дәп язған.
Ройтерс ахбарат агентлиқиму уйғур елидики баравәрсизликләр һәққидә тохтилип, " хитайлар үрүмчидә уйғурлар билән биргә яшайду-ю, әмма баравәр яшимайду" дәп көрсәткән.
Шундақла һәр иккила мақалида йәнә, хитайниң террорчилиққа қарши урушни баһанә қилип, тинч йол билән қаршилиқини ипадиләшкә урунған уйғурларни бастуруп, һәтта уларниң мәдәнийәт, диний-етиқад вә тил -йезиқини контрол қилип кәлгәнлики оттуриға қоюлған. ( Пәридә )