Дуня мәтбуатлири нур бәкриниң рабийә ханим һәққидики сөзлиригә баһа бәрмәктә


2007.01.08

Хитай һөкүмитиниң чәтәлләрдики уйғурларниң вә чәтәл мәтбуатлириниң уйғур миллий һәрикитиниң рәһбири рабийә қадир ханимни "уйғурларниң мәнивий аниси" дәп тәриплишигә нисбәтән рәсмий рәвиштә инкас қайтуруши, хәлқара мәтбуатниң диққитини қозғиди.

Франсийә агентлиқиниң бу һәқтә бәргән хәвиридә, хитай компартийиси уйғурларниң кишилик һоқуқи үчүн күрәш қиливатқан, 2006‏- йиллиқ нобил тинчлиқ мукапатиниң намзати рабийә қадирни "бөлгүнчи" вә " террорчи" дәп әйибләш һәрикитини күчәйтиватиду , дейилгән.

Уйғур аптоном районлуқ партком муавин секретари нур бәкри чәтәлләрдики сиясий паалийәтчиләр вә уйғур җамаитиниң рабийә қадир ханимни "уйғурларниң аниси" дәп атишиға рәддийә берип" бу бимәнилик" дәп атиған.

Хәвәрдә, рабийә қадирниң 2006‏- йиллиқ нобил тинчлиқ мукапатиға еришәлмигән болсиму, уйғурларниң кишилик һоқуқи үчүн елип бериватқан күришини техиму күчәйткәнлики җүмлидин өткән ай канада парламентида гуваһлиқтин өтүш йиғиниға қатнишип, хитай түрмисидә тутуп турулуватқан оғуллириниң қоюп берилишини тәләп қилғанлиқи билдүрүлгән. Хәвәрдә хитай һөкүмитиниң 2005‏- йили март ейида хәлқара җамаәт вә кишилик һоқуқ тәшкилатлириниң бесими билән рабийә қадирни қоюп бәргәнлики алаһидә әскәртилгән.

Франсийә агентлиқи хәвиридә шундақла, хитайниң шинҗаңдики һакимийити талаш-тартиштики бир һакимийәт , уйғурлар вә хәлқара тәшкилатлар хитай һөкүмитини, террорчилиққа қарши урушни баһанә қилип уйғурларниң диний вә миллий әркинлик үчүн елип бериватқан күришини бастуруватқанлиқини билдүрмәктә, дәп көрсәтти. (Қанат)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.