Мәһмуд қәшқәри туғулғанлиқиниң 1000 йиллиқи хатириләнди

Сәйшәнбә күни уйғур аптоном райониниң қәшқәр шәһиридә 11 - әсирдә яшап өткән уйғур мутәпәккури вә тилшунас мәһмуд қәшқәри туғулғанлиқиниң 1000 йиллиқини хатириләш мунасивити билән илмий муһакимә йиғини өткүзүлди.

"Түрки тиллар дивани" махмуд қәшқириниң дәвримизгичә йетип кәлгән бирдин - бир әсири. Мәһмуд қәшқәри қараханилар сулалисиниң хан җәмәти аилисидә туғулған. Қараханилар 10 - әсирниң ахирлиридин 13 - әсирниң башлириғичә, қәшқәрийә вә маврәнунәһир районлирини идарә қилған болуп, уйғурлар тарихидики әң қудрәтлик ханлиқларниң бири иди.

Мәһмуд қәшқәри "түрки тиллар дивани" да чин вә мачин, дегән намларға тәдбир берип, чин вә мачинларни төвәнки чин вә юқири чин, дәп атиған. Шинхуа ахбарат агентлиқиниң тәкитлишичә, бу қетимқи йиғинда бәзи хитай мутәхәссисләр бу нам қараханилар територийисиниң хитай земини икәнликини испатлайдиған пакит дәп қариған. Әмма бу қарашни тәнқид қилғучилар, мәһмуд қәшқәриниң диванидики чин вә мачинлар хитайни әмәс, бәлки сәддичинниң сиртидики тобалар вә хотәнгичә болған районларни көздә тутиду, дәп қаримақта. (Әркин)

2025 M Street NW
Washington, DC 20036
+1 (202) 530-4900
uygwebnews@rfa.org