Милли армийә хатирә күни
2007.04.08
4 - Айниң 8 - күни 1944-йилидин 1949-йилиғичә давамлашқан шәрқий түркистан миллий азадлиқ инқилабиниң авангарт мунтизим қошуни миллий армийиниң қурулған 62 йиллиқ хатирә күни. Бу күн мунасивити билән оттура асиядики бир қисим мәмликәтләрдики уйғур җамаити вә сабиқ миллий армийә җәңчи офитсерлири түрлүк шәкилдә хатириләш паалийити өткүзди.
Миллий армийә 1945-йили 8-април күни рәсмий қурулуп, ғулҗидики ваң қадир беғида байрақ тапшурвәлиш мурасими вә парат өткүзгән.
Милли армийә рәсмий қурулғанда палиноф баш қоманданлиқиқа, исһақбәг мунунуф, зунун тийипуфлар муавин қоманданлиққа, маҗроф баш штап башлиқлиқиға тәйинләнди. Шуниң билән милли армийә ичидә унван вә дәриҗә түзүми йолға қоюлди. Бу чағдики унван намлири көпрәк совит иттипақи һәм росийә армийилиридә қоллинилған аталғулар иди.
Миллий армийиниң әң алий һәрби унвани - маршал болуп, бу җумһур рәис әлихан төригә берилгән. Миллий армийиниң кейинки баш қомандани исһақбәгкә генерал лейтенантлиқ унвани, палиноп, маҗароп, дәлилқанларға генерал майорлуқ унванлири берилгән.
Мәлуматларларға қариғанда шәрқий түркистан җумһурийәт һөкүмити илгири кейин 25 адәмгә полковниклиқ, 50 адәмгә подполковниклиқ, 60 тин артуқ адәмгә майорлуқ унвани бәргән. Булардин башқа йәнә оттура товән дәриҗлик унванлиқ офитсерларму хели көп болған.
Миллий армийиниң адәм сани таза көпәйгәндә 30 миңдин ашқанлиқи мәлум. Миллий армийә илгири кейин җиң, шихо, һәрәмбағ қатарлиқ җайлардики чоң җәңләрни өз ичигә алған тоққуз қетим чоң җәң, 36 қетим оттура дәриҗлик җәң қилған болуп, 20 миңдин артуқ дүшмәнни йоқатқан, бәш миң әтрапида дүшмәнни әсиргә алған.
Миллий армийә "шәрқий түркистанниң мустәқиллиқи үчүн алға" дегән хәтләр йезилған байрақни таки 1949-йили 10-айғичә көтүргән иди. Һәр милләт хәлқидин тәшкилләнгән мәзкур батур армийә 1950-йили хитай азадлиқ армийиниң 5- корпуси қилип өзгәртилгән һәмдә кейин әмәлдин қалдурулған. (Үмидвар)
Мунасивәтлик мақалилар
- Мав зедоң "шинҗаң" ниң җоңгониң мустәмликә райони икәнликини етирап қилған
- Шәрқий түркистан инқилаби җәңчилириниң әслимилири (1)
- Икки шәрқий түркистан җумһурийити хатирә күни мунасивити билән доктор султан махмут билән сөһбәт
- Түркийәдә икки шәрқий түркистан җумһурийити хатириләнди
- 80 яшқа киргәнлики мунасивити билән мәсумҗан зулпиқарофни зиярәт(2)