Хитай миллий ишлар түпәйли мәйданға келиватқан зиддийәтләрни бир тәрәп қилиш лайиһси түзүп чиқишни пиланлимақта
2007.03.29
Хитай дөләт кабенти ишханисиниң йеқинда елан қилған "аз санлиқ милләт ишлири, 11 - бәш йиллиқ пилани" да, милләтләр мунасивити системисини баһалаш, миллий тоқунушлардин келип чиққан зиддийәт һадисиләрни бир тәрәп қилиш вә тақабил туруш һәмдә миллий бөлгүнчилик паалийәтлиригә қанун буйичә зәрбә бериш қатарлиқларни оттуриға қойған.
Хитай ахбарат вастилириниң бу һәқтә бәргән хәвәрлиригә асасланғанда, мәзкур доклатта асасий қатлам кадирлири болупму яш - өсмүрләрни, миллий нәзәрийә сиясәт һәмдә миллий қанун - низам тәшвиқатлири билән яхши тәрбийиләш, нәшриятчилиқ, радио - телевизийә вә киночилиқ шуниңдәк интернет учур саһәсигә қаритилған башқуруш хизмитини күчәйтиш, аммивий мәтбуатларниң миллий иттипақлиқни илгири сүрүштә ойнайдиған тәшвиқат ролини ашуруш, миллий бөлгүнчилик һәрикәтлиригә қанун буйичә зәрбә бериш, миллий иттипақлиқни һимайә қилиш, җәмийәт муқимлиқи вә дөләт бихәтәрликини қоғдаш қатарлиқ хитай һөкүмити әндишә қилидиған муһим мәсилиләр қәйт қилинған.
"Аз санлиқ милләт ишлири, 11 - бәш йиллиқ пилани" да йәнә, " тәйвәндики аз санлиқ милләтләр тәтқиқатини күчәйтиш билән мәдәний маарип һәмкарлиқини тәрәққи қилдуруш болупму икки қирғақтики аз санлиқ милләтләр арисидики чүшиниш, достлуқ вә иттипақлиқни илгири сүрүш арқилиқ дөләтниң бирликини қолға кәлтүрүшкә һәссә қошуш" дегәнләр алаһидә тәкитләнгән.
Сиясий анализчилар "аз санлиқ милләт ишлири, 11 - бәш йиллиқ пилани" ниң хитай һөкүмити, нөвәттә әндишә қиливатқан бир қанчә муһим мәсилиләр түпәйли мәйданға кәлгәнликини, болупму уйғур миллий давасиниң сиясий рәһбири рабийә қадир ханимниң, уйғурларниң кишилик һоқуқи үчүн елип бериватқан паалийәтлириниң күндин - күнгә күчийиши шуниңдәк хитай һөкүмитиниң бешини ағритиватқан "тәйвән" мәсилиси қатарлиқлар сәвәбидин мәйданға кәлгәнликини билдүрмәктә. (Әқидә)
Мунасивәтлик мақалилар
- Хитай йәрлик һөкүмәтләрни һошярлиқни өстүрүп муқимлиқни қоғдашқа чақирди
- Нур бәкри: "шинҗаңниң муқимлиқини күздә тутуп, шинҗаңни чәтәлләргә тәшвиқ қилишни күчәйтиш керәк"
- Дуня уйғур қурултийи исмаил тиливалдиниң баянлириға рәддийә бәрди
- Хитай коммунистик партийә мәркизи комитети һөҗҗәт тарқитип җәмийәтниң муқимлиқи сақлашни тәкитлигән
- Нур бәкри, уйғур ели "тарихтики әң әвзәл шараитта" дәп көрсәтти