Уйғур елиниң җәнубидики бир қисим районларда мөлдүр йеғип кәтти


2005.05.20

Сүний ямғур яғдуруш вә һава келимати туюқсиз төвәнләп кетиш сәвәбидин, йеқинда уйғур елиниң җәнубидики 9 наһийә, шәһәрдә қаттиқ мөлдүр йеғип кәткән.

Уйғур аптоном районлуқ хәлқ радио истансисиниң мәлум қилишичә, мөлдүр йеғиш әһвали асаслиқи, тоқсу, бай, үчтурпан вә маралбеши қатарлиқ җайларда бир қәдәр еғир болған.

Шундақла қаттиқ ямғур арилаш яғқан мөлдүр сәвәбидин, бу районларда әмдила майса чиқарған пахта қатарлиқ деһқанчилиқ мәһсулатлири еғир зиянға учриған. Тәхминий мөлчәргә қариғанда, һазирғичә зиянға учриған зираәт мәйдани 200 миң моға йәткән.

Мөлдүр апити әң еғир болған җай ават наһийиси болуп, һәтта әң йоған яғқан мөлдүрниң диаметири 2 сантиметир болған. Шундақла, мөлдүр өткәндин кейин, пүтүн наһийә бойичә 350 туяқтин көп қой тоңлап өлгән һәмдә тәхминән 85 миң мо кевәзлик вәйран болған. Һазир бу йәрдики иқтисадий зиянниң 43 милйон юәнгә йетидиғанлиқи мөлчәрләнмәктә. (Пәридә)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.