Уйғурларниң нопус, байлиқ вә муһит вәзийити хәтәрлик
2005.01.20
Үрүмчидики һөкүмәт радиосиниң тор бетидә елан қилинишичә, 19 - январ күни ечилған нопус, байлиқ вә муһит хизмити сөһбәт йиғинида хитайниң уйғур елидики партком баш секритари ваң лечуән "аптоном районимизниң нопус, байлиқ вә муһит хизмити кәскин хирисқа дуч кәлмәктә . Аптоном районимизниң нопус , байлиқ вә муһит вәзийити таза көңөлдикидәк әмәс", дегән .
Ваң сөзидә йәнә йиғинға қатнашқан юқири дәриҗилик әмәлдарлириға нопусниң көпийишини давамлиқ контрол қилиш билән пиланлиқ туғут хизмитини һәқиқи чиң тутуп яхши ишләш лазимлиқини тәкитлигән .
Бу униң йеқинқи йиллардин буян тунҗи қетим бу саһәләрдики сақлиниватқан мәсилиләрни етирап қилиши болуп һесаблиниду .
Уйғур елидики хитай радиоси мәзкур йиғин һарписида бәргән хәвиридә ваңниң сөзигә қарши һалда "нопусни контрол қилиш хизмити көрүнәрлик нәтиҗигә еришти . 25 Йилдин буян аптоном районимизда 2 милйон 800 миң адәм аз туғулуп 60 нәччә милярд юән теҗәп қилинди" дәп мәлумат бәргән иди.
Хәлқарадики кишилик һоқуқ тәшкилатлири уйғурларниң мәҗбури һалда туғут пиланлириға зорлиниватқанлиқи, байлиқлиридин бәһриман болалмайватқанлиқи һәмдә муһитиниң еғир дәриҗидә булғиниватқанлиқи һәққидә мәхсус доклатлар тәйярлап елан қилмақта . (Илтәбир )
Мунасивәтлик мақалилар
- Ваң лечүән "террорчилиқ" қа зәрбә беришни қайта тәкитлиди
- Уйғур илида 2003 - йилғичә 3 милйон бовақ туғулалмиди
- Ваң лечүәнниң сөзи уйғурларға қаритилған бастурушниң күчийишидин дерәк беридикән
- Уйғур елидә фото- сөрәт ююштин чиққан зәһәрлик суюқлуқ кишиләрниң саламәтликигә тәһдид елип кәлмәктә
- Уйғур елидики ява төгиләрниң яшаш муһити бузулмақта
- Тетима көлини қум бесип кәткән