Ғәрбий диярниң екологийилик муһити иқтисадий тәрәққият еһтияҗини қандуралмайду


2005.08.24

Хитай даирилириниң йеқинда, ғәрбий диярниң екологийилик муһитини омумйүзлүк баһалап чиқарған бир парчә доклатида, хитайниң ғәрбий районлиридики екологийилик муһитида түп яхшилиниш болмиғанлиқи һәмдә нурғун екологийә сестимилирида охшимиған дәриҗидә кәйнигә чекиниш әһваллири көрүлгәнлики йезилған. Шундақла униңда йәнә, бу әһвалниң кәлгүсидә иқтисадий тәрәққиятниң еһтияҗини қандуралмайдиғанлиқи тәкитләнгән.

Мәзкур доклат, хитай пән-техника тәтқиқат җәмийәтлири бирләшмисиниң 2005 - йиллиқ илмий муһакимә йиғинида оттуриға қоюлған болуп, хитай қурулуш академийисиниң академики ваң веншиң, ғәрбий районларда елип барған омумйүзлүк тәкшүрүшкә асасланғанда, бу районда йепинча өсүмлүкләр йоқилишқа йүзлиниш, йәрләрни қум бесип кетиш вә суниң булғиниш әһваллириниң бир қәдәр еғир икәнликини доклат қилған.

Лекин бу йиғинда, хитайниң ғәрбни ечиш сияситиниң бу районларниң екологийилик муһитиға тәсир йәткүзмәйдиғанлиқи илгири сүрүлгән. Хәлқарадики бир қисим муһит қоғдиғучи тәшкилатлар һәмдә тибәт вә уйғур давасини қилидиған орунлар, хитайниң ғәрбни ечиш сияситиниң һәргизму йәрлик хәлқләрниң турмушини яхшилашни мәқсәт қилмайдиғанлиқини, шундақла хитайниң бу җайларда елип баридиған қурулушлириниң мәзкур районниң екологийилик муһитиға еғир тәсир көрситидиғанлиқини тәкитлимәктә. (Пәридә)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.