Муқам, б д т ниң инсанлар арисида ағзаки сақлиниватқан мәдәнийәт байлиқлири тизимликигә киргүзүшкә сунулди


2004.11.15
Share on WhatsApp
Share on WhatsApp

Уйғурларниң қәдимий мәдәнийәт вә сәнәт мираси болған 12 муқами бирләшкән дөләтләр тәшкилати маарип, илим-пән вә мәдәнийәт комитетиниң 2004 - йиллиқ инсанлар арисида ағзаки сақлиниватқан мәдәнийәт байлиқлири тизимликигә киргүзүшкә сунулди, шундақла буниң нәтиҗиси келәр йили 7 -айда елан қилинидикән.

Хитай шинхуа агентлиқиниң мәлум қилишичә, бу хитайниң 12 муқамни б д т тизимликигә тунҗи қетим суниши болуп, буниң алдида хитай кунчу операси вә гучин йәни қалун дәп аталған йәттә тарлиқ чалғу әсвабини мәзкүр тизимликкә киргүзгән иди.

Нахша-усул вә музика зич бирләштүрүлгән 12 муқам сәнитиниң қачан башланғанлиқи тоғрисида ениқ хатирә болмисиму, лекин көп қисим тәтқиқатчилар униң ипәк йоли шәрқ билән ғәрп мәдәнийитини бағлиған мәзгилдә барлиққа кәлгәнликини илгири сүрмәктә.

Б д т маарип, илим-пән вә мәдәнийәт комитетиниң мәдәнийәт мираси, инсанлар арисида ағзаки сақлиниватқан мәдәнийәт байлиқлири, мәдәнийәт тарқатқучи һаят байлиқ, хәтәр астидики тил вә дунядики қәдимий музикилар дәп 4 чоң түрдин тәшкил қилған болуп, б д т бу тизимликкә киргүзүлгән шәхс яки мәдәнийәт-сәнәт байлиқлирини қоғдаш вә уни давамлиқ сақлап қелиш үчүн хизмәт қилидикән. (Пәридә)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.