Уйғур муқам ансамбили өзбекистанда оюн көрсәтмәкчи
2006.07.28
Уйғур аптоном райони муқам ансамбили 29 вә 30 - июл күнлири өзбекистан пайтәхти ташкәнттики түркистан сарийида оюн көрсәтмәкчи. Бу қетимқи консерт кечилики өзбекистандики хитай әлчиханиси, җуңго чәтәл мәдәнийити җәмийити, өзбекистандики хитай мәдәнийәт мәркизи, ташкәнт уйғур мәдәнийәт мәркизи қатарлиқ органлар вә өзбекистандики бир қисим хитай ширкәт вә рестуранлири тәрипидин уюштурулған.
Бу паалийәт шу күнләрдә елип берилмақта болған җуңго мәдәнийәт күни байриминиң бир қисими болуши мумкин. Хитай әлчиханиси бу айниң 21 - күни ахбарат елан қилиш йиғини чақирип, өзбекистанда җуңго мәдәнийәт байрими өткүзүлидиғанлиқини елан қилған иди. Җуңго мәдинийәт байриминиң күнтәртипи бойичә 28 - июлдин башлап 10 күнгичә җуңго кино һәптилики өткүзүлмәкчи. Уйғур муқам ансамбилиға хән җеңтаң, әнвәр абдушүкүрләр йитәкчилик қилған.
Өзбекистан мәтбуатлириниң хәвәр қилишичә, сәнәтчиләр өзбек тамашибинларға 12 муқамниң мәшрәп қисимини, колликтип вә ялғуз кишилик нахша - усуллар һәм зунун қадирниң " ғунчәм" драммисидин парчиларни орундайдикән.
Җуңго һөкүмити бу йил киргәндин бери, оттура асия әллиридә аммивий паалийәтләрни күчәйтмәктә. Болупму өзбекистан һөкүмити уйғур диний зат һүсәнҗан җелилни хитайға өткүзүп бәргәндин кейин, өзбекистанға кәйни - кәйнидин аммивий үмәкләрни әвәтишкә башлиди. Йеқинда уйғур аптоном райониниң бир сода- санаәтчиләр өмики ташкәнтни зиярәт қилған. (Әркин)