Хитай һөкүмити уйғур елиниң маарип саһәсидики муқимлиқидин әндишә туймақта
-
2004-10-14 -
-
-
Хитай һөкүмити маарип саһәсидики муқимлиқ тәрбийисини күчәйтишни пүтүн уйғур елидики муқимлиқни сақлашниң асаси дәп тонуп, маарип саһәсидики муқимлиқ хизмитини чиң тутмақта.
Хитай ахбаратлириниң мәлуматлириға қариғанда, хитай һөкүмити маарип саһәсидики муқимлиқ тәрбийисини күчәйтиш үчүн, уйғур елидики һәр дәриҗилик маарип идарилириниң башлиқлири вә партком секритарлирини йиғип сиясий тәрбийә курси ачқан.
Сәйшәнбә күни өткүзүлгән оқуш башлаш мурасимида, уйғур аптунум раюнлуқ парткомниң муавин секритари нурбәкри :"маарип саһәсиниң муқимлиқи, пүтүн шинҗаңниң муқимлиқи билән мунасивәтлик, шоңа миллий бөлгүнчиликкә қарши, сиңип киришкә қарши турушни әң муһим хизмәт дәп ишләш керәк"ـ дигән.
У йәнә 320 миңға йеқин зиялиниң маарип сепидә хизмәт қиливатқанлиқини билдүрүп, бу зиялилар сепиниң "үч хил күчләр" гә қарши туруш еңини күчәйтишниң уйғур елидики сиясий муқимлиқни сақлашниң асаси икәнликини көрсәткән.
Нурбәкриниң маарип саһәсидики муқимлиқни тәкитлиши, хитай даирилириниң миллий маарип саһәсидә, маарипни хитайчилаштуруш сияситигә қарши кәйпиятларниң күчийиватқанлиқини туйиватқанлиқиниң бишарити дәп қаралмақта.