Хитай һөкүмити қурбан һейтниң һарписида, хәлқ арисида җиддий кәйпият яратмақта
Қурбан һейтниң йеқинлишиши билән хитай һөкүмити, уйғур елиниң бир қисим җайлирида "үч хил күч" кә зәрбә бериш һәрикити елип берип, хәлқ арисида җиддий кәйпият яратмақта.
Шәрқий түркистан учур мәркизиниң хәвәр қилишичә, ақсуниң бай наһийиси йеқинда һәр 10 аилиликни бир гуруппа қилип тәшкилләп, өз- ара назарәт қилиш түзүмини орнатқан һәмдә улар арисида, "үч хил күч" ниң алдини елиш вә уларға зәрбә бериш һәрикити елип барған.
Қәшқәрниң йеңишәһәр наһийисидиму, һөкүмәт даирилири хитай компартийисиниң әзалири, һәрбийликтин чикингәнләр вә бир қисим актип деһқанлардин 1200 гә йеқин хизмәт гуруппилирини тәшкилләп, үч хил күчниң алдини елиш вә зәрбә бериш һәрикитини елип барған. Һәмдә гуруппиларниң мунасивәтлик әһвалларни юқири дәриҗилик органларға доклат қилишни тәләп қилған. Йеңишәһәр наһийисиниң мәлум бир йезисидин зияритимизни қубул қилған бир уйғур, йезидики вәзийәтниң һәқиқәтән җиддиләшкәнликини билдүрди.
Буниңдин сирт, ғулҗа шәһириниң җамаәт хәвпсизлик хадимлири билән қораллиқ сақчилар бирлишип, чарлаш әтрити тәшкиллигән вә пәвқуладдә бир вәқә йүз беришиниң алдини елиш үчүн, йеңи йилдин буян 24 саәт чарлаш елип беришни башлиған.
Хитайниң уйғур елигә тәйинлигән партком баш секритари ваң лечүән буниң алдида һәр қайси органларға "үч хил күч" гә қарши юқири бесимлиқ бастуруш сияситини давамлаштуруш һәққидә буйруқ бәргән иди. Хитай һөкүмити "үч хил күч" гә ениқ ениқлима бәрмәстин, диний вә сиясий көз қарашлирини оттуриға қойған уйғурларни буниңдин пайдилинип бастуруп кәлмәктә.
Дуня уйғур қурултийиниң баянатчиси дилшат ришит, хитай һөкүмитиниң қурбан һейтниң һарписида хәлқ арисида җиддий кәйпият пәйда қилип, хәлқниң хатирҗәм һейт өткүзишигә дәхли - тәруз йәткүзиватқанлиқини әйиплиди. (Арзу)
Мунасивәтлик мақалилар
- Уйғур аптоном районлуқ сот мәһкимә йиғини икки чоң зәрбә бериш нишанини бекитти
- Ваң лечүәнниң сөзи уйғурларға қаритилған бастурушниң күчийишидин дерәк беридикән
- Җаң шюмиң маарип сепидики үч хил күчләргә қарши күрәш һәққидә тохталди
- Қурбан әршидин биңтуәнни қораллиқ көрәшкә тәйяр турушқа чақирди
- Хитай һөкүмити уйғур елиниң маарип саһәсидики муқимлиқидин әндишә туймақта
- Нурбәкри әмдила башланғуч мәктәпни пүттүргән оқуғучиларға сиясий тәрбийини күчәйтиш һәққидә сөз қилди
- Корла шәһири муқимлиқни күчәйтиш һәққидә орунлаштуруш елип барди
- Вен җиябав, уйғур аптунум районида зиярәттә болди