Қазақистан җумһурийитиниң парламент сайлимида уйғурларму орунға еришти
Йәкшәнбә күни аяғлашқан қазақистан җумһурийитиниң парламент сайлимида, қазақистанда яшайдиған уйғурларниң вәкилигиму бир орун берилгән болуп, йәрлик кишиләрниң билдүрүшичә, қазақистан җумһурийитиниң парламентида уйғурларға орун берилиши кишини толиму илһамландуридиған иш икән.
Мәлум болушичә, қазақистандики җумһурийәтлик уйғур тиятириниң директори, мәдәнийәт әрбаби мурат әһмиди қазақистандики уйғурларниң вәкили сүпитидә қазақистан парламентидики йүз нәччә орунниң бирсигә еришкән.
Һазир қазақистанда һаят кәчүрүватқан дуня уйғур қурултийиниң муавин рәиси қәһриман ғоҗамбәрдиниң билдүрүшичә, йүздин артуқ парламент әзалириниң ичидә уйғурларға бир орун берилиши, уйғурлар үчүн интайин муһим әһмийәткә игә болуп, буниң қазақистандики уйғурларниң миллий мәнпәәтини қоғдашта роли чоң икән.
Буниңдин бир қанчә ай илгири, қазақистан президенти нурсултан назарбайеф қазақистан асасий қануниға өзгәртиш киргүздиғанлиқни җакарлап, қайтидин сайлам өткүзидиғанлиқини билдүргән һәмдә президентлиқ мөһлитини қисқартиш билән биргә парламентқа аз санлиқ милләтләрниңму өз вәкиллирини киргүзүш салаһийити берилидиғанлиқини җакарлиған иди.
19- Авғуст аяғлашқан қазақистан җумһурийитиниң парламент сайлимида президент нурсултан назарбайефниң партийиси "нур отан" йәни " нурлуқ вәтән" партийиси % 88 аваз билән қазақ парламентида 99 орунға еришкәнликини җакарлиған иди. (Җүмә)
Мунасивәтлик мақалилар
- 9 - Май ғалибийәт байриминиң 62 йиллиқи алматада дағдуғилиқ хатириләнди
- Демукиратийә вә намайишлар һәққидә, дуня уйғур қурултейиниң қазақистандики вәкили қәһриман ғоҗамбәрди әпәнди билән сөһбәт
- Қазақ язғучиси һаҗи қумарниң һаяти, иҗадийити вә ахирқи арзуси һәққидә
- Авистралийә пуқраси уйғур нурполат абдулла қазақистанда 15 йиллиқ қамақ җазасиға тартилған
- Хитай қазақистан-уйғур чегрисида йеңи сода райони ачиду
- Русийә вә қазақистан, уйғур елидә юқири пән техника түрлири бойичә һәмкарлиқ елип беришни тәшәббус қилмақта
- Қазақистан али сот мәһкимиси бир уйғур тәшкилатиниң қазақистандики һәркитини чәклиди
- Атасу- алатав нефит туруба қурулушида пат арида иш башлиниду
- Хитай баш министири вен җябавниң росийәдики зиярити ахирлашти