28-Феврал күни қазақистанниң кона пайтәхти алмута шәһиридики җумһурийәт сарийида, өткән йили 37 йешида москвада қаза қилған мәшһур уйғур композитори, нахша чолпини мурат насирофқа беғишланған консерт болуп өтти.
Игилишимизчә, үч миң кишилик бу зал лиқ толған болуп, консертқа русийиниң атақлиқ чолпанлиридин алийона апина, марина хлебникова қатарлиқ он нәччә нахшичи келип қатнишип, нахша орундиған. Униңдин башқа йәнә мурат насироф һаят вақтида биргә ишлигән "а-студийә" гурупписи, алмутадики уйғур яшлириниң "дәрвишләр " ансамбили қатарлиқларниң нахшичилири, уйғур чолпанлиридин дилназ әхмәдийева һәмдә мурат насирофниң аяли наталия бойко қатарлиқларму иштирак қилип, муратқа беғишланған нахшиларни ейтқан.
Мурат насирофниң вапатиниң бир йиллиқини хатириләш нахша кечилики қазақистандики уйғур җамаити, уйғур яшлири җүмлидин муратниң йеқин достлири тәрипидин уюштурулған болуп, техи йеқинда униң һәйкили орнитилған һәмдә яш чолпанларни таллаш мусабиқиси өткүзүлүп, мурат насироф намидики мукапат тарқитилған иди.
Нөвәттә, русийә вә мустәқил дөләтләр һәм достлуқиға кәң тонулған нахша чолпини мурат насирофниң намини әбәдийләштүрүш үчүн тиришчанлиқ көрситилмәктә. (Үмидвар)
Мунасивәтлик мақалилар
- Муратниң насирофниң өлүми әбәдий сир болуп қелишими мумкинму?
- Алматада мурат насиропниң һәйкили орнитилди
- Мурат насиропниң намиға беғишланған яш нахшичилар мусабиқиси өткүзүлиду
- Давут раваб вапат болди
- Калифорнийидә уйғур мәдәнийити кечилики өткүзүлди
- Лондондики уйғур ансамбили ирландийидә оюн қойди
- Уйғур мусулманлири, мубарәк роза һейтиңлар қутлуқ болғай !
- Мәрһум күрәш күсән әпәнди вапатиниң бир йиллиқи хатириләнди
- " Ваң лечуән йәкәндә 12миң уйғурни усулға салди"
- Германийидә уйғур ели мәдәнийәт һәптилики өткүзүлмәктә
- "Шинҗаң нахшилири" зоқ әмәс "оқ" пәйда қилди (2)