Алматада мурат насиропниң һәйкили орнитилди


2007.12.13

Қазақистанниң кона пайтәхти алмута шәһиридики зария востока мәһәллисидики қәбристанлиққа русийә вә пүтүн мустәқил дөләтләр һәмдостлуқиға мәшһур болуп тонулған уйғур нахшичиси, композитори мурат насиропниң һәйкили орнитилди.

Һәйкәлниң йопуқини ечиш мурасими 13- декабир күни өткүзүлгән болуп, мурасимға мурат насиропниң аилә -тавабиатлири, алмутадики уйғур, қазақ қатарлиқ милләтләрниң бир қисим сәнәткарлири, зиялийлири шуниңдәк уйғур җамаәт вәкиллири, оқуғучилар һәмдә мурат насиропниң дост - ярәнлири вә униң нахшилириниң мухлислири қатнашти.

Мурасимда муратқа атап хәтмә-қуран қилинғандин кейин, униң сәнәт һаяти әслинип өтүлди. Мурат насиропниң һәйкилини орнитиш һәмдә униң намини алмутадики бирәр мәктәп вә яки кочиға бериш мәсилиси өткән йили 3- айда мәйданға чиққан болуп, алмутадики уйғур җамаитиниң тиришчанлиқи билән һазирчә пәқәт униң һәйкилини өзи вә дадиси ятқан қәбристанлиққа орнитиш мумкинчилики болған.

Мурат насироп өткән йили 19- январ күни москвада сирлиқ түрдә вапат болған иди. Униң өлүми һәққидә түрлүк қияслар бар болуп, " өз өйиниң балконидин өзини ташлап өлүвалди" дегән йәкүн чиқирилған болсиму, лекин көпинчә кишиләр башқа һәр хил қиясларни оттуриға қоюшмақта.(Үмидвар)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.