Қарамайдики ишқа орунлишалмиған оқуғучилар намайиш өткүзди


2004.09.16

Уйғурелидики бир тор бетиниң хәвиридин ашкарилинишичә, елиниң қарамай шәһиридә 9 - айниң 10 - вә 11 - күнлири ишқа орунлишалмиған бир қисим оқуғучилар вә уларниң аилә тавабатлиридин болуп 400 дәк адәм тинч һалда намайиш өткүзгән.

Улар намайиш җәрянида қара май шәһәрлик нефит идарисини қоршивалған һәмдә кочиларда җим олтуруп, хитай һөкүмитидин уларни ишқа орунлаштурушни тәләп қилған.

Хәвәрдин мәлум болишичә, хитайниң 500 нәпәрдин артуқ сақчилири намайишчиларни қоршивалған. Кийинчә қарамайдики бир қисим әмәлдарлар намайишчиларниң вәкиллирини қубул қилип, намайишни бесиқтурған. Қарамайда йүз бәргән. (Арзу)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.