Германийидики уйғурлар кишилик һоқуқ күни мунасивити билән намайиш қилди


2004.12.10

12 - Айниң 10 - күни дуня кишилик һоқуқ күни мунасивити билән, мәркизи германийидики дуня уйғур қурултийи вә мәзкур тәшкилат қармиқидики явропа шәрқий түркистан иттипақи, германийиниң мюнхен шәһиридики хитай әлчиханисиниң алдида намайиш өткүзди.

Намайишқа германийидә яшаватқан уйғурлардин тәхминән 50 - 60 дәк адәм иштирак қилған. Намайишчилар, хитай һөкүмитигә вә хитай һөкүмитиниң шәрқий түркистандики сияситигә қарши шуар товлиған. Намайиш җәрянида тасадипий вәқәләрниң йүз беришидин сақлиниш үчүн, германийә даирилири нәқ мәйданға сақчиларни әвәтип тәртип сақлиған.

Намайишчиларниң хитай консулханиси алдидики наразилиқ билдүрүш һәрикити төт саәтларчә давам қилған. Шу күни түркийидики шәрқий түркистан мәдәнийәт вә һәмкарлиқ җәмийити әнқәрәдики хитай әлчиханисиниң алдида намайиш өткүзгән. явропа шәрқий түркистан иттипақи бир қанчә күнниң алдида, германийә баш министири шредөрниң хитайни зиярәт қилғанлиқи мунасивити билән, германийидики тибәтләр, димократик хитайлар билән берлинда ахбарат елан қилиш йиғини өткүзүп, шредөрни кишилик һоқуқ мәсилилири бойичә хитай билән сөһбәт елип беришқа үндигән иди.

Хитай баш министири вен җябав, брейүселда явропа иттипақи билән қошма ахбарат елан қилип, " икки тәрәп хәлқара әһдинамилардики аз санлиқ милләтләр һоқуқини өз ичигә алған хәлқара кишилик һоқуқ өлчәмлиригә һөрмәт қилиш керәк, дәп қарайду", дәп тәкитлигән. Шундақла хитайниң "пуқралар һоқуқи вә сияси һоқуқ хәлқара әһдинамиси" ни тез арида мақуллайдиғанлиқини билдүргән. (Әркин)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.