Уйғурлар вашингтондики хитай әлчиханисиниң алдида намайиш қилди
2005.09.30
Хитай һөкүмити уйғур аптоном райони қурулғанлиқиниң 50 йиллиқини дағ - дуға билән тәбрикләшкә һазирлиниватқан бир чағда, америкидики уйғурлар хитайниң вашингтондики әлчиханиси алдида намайиш өткүзүп, бейҗиң һөкүмитиниң сияситигә наразилиқ билдүрди. Намайишни америка уйғур җәмийити уюштурған.
Намайишқа иштирак қилғучиларниң көпчилики пайтәхт вашингтон әтрапидики уйғурлар болуп, уйғур кишилик һоқуқи вә демократийә һәрикитиниң рәһбири рабийә қадир ханимму намайишқа қатнашти. Бу рабийә қадирниң бу йил 3 - айда америка кәлгәндин бери 2 - қетим намайишқа қатнишиши болуп һесаблиниду. Буниңдин илгири у, бу айниң башлири хитай дөләт рәиси ху җинтав б д т башлиқлар йиғинида сөз қилған күни, б д т ниң ню - йорктики хизмәт бинаси алдида өткүзлгән намайишқа йитәкчилик қилған иди.
Намайиш вашингтон вақти билән җүмә күни чүштин кейин саәт 4:00 ләрдә башлинип, саәт 7:00 ләргичә давам қилди. Намайишчилар хитай даирилирини уйғур аптоном районидин чекинип чиқиш, өлүм җазасини тохтитиш вә сияси мәһбусларни қоюп беришкә чақиридиған шуарлар товлиди.