Америка дөләт мәҗлиси алдида узунға созулған намайиш
2005.12.05
Америкиниң вашингтон шәһиридики уйғур җамаити, капитол хил намайиш комитети намида бир комитет қуруп, узунға созулған намайиш елип бериш қарариға кәлди 12 айниң 5 - күнидин етибарән намайиш елип беришни башлиди.
Капитол хил намайиш комитетиниң билдүрүшичә, намайиш һәптидә 7 күн америка дөләт мәҗлиси бинаси алдида елип берилидикән һәмдә һәр күни чүш вақти саәт 12 дә башлинип саәт 4 дә ахирлишидикән.
Бу узунға созулған намайишниң асаслиқ мәқсити, шәрқи түркистан хәлқиниң зулумдин қутулуп, әркин - мустәқил шәрқи түркистан дөлитини әслигә кәлтүрүш арзусини америка хәлқи вә дуня җамаәтчилкигә ипадиләштин ибарәт икән.
Намайиш комитети бир баянат елан қилип, пүтүн шәрқи түркистанлиқларни бу намайишқа қизғин аваз қошушқа чақирди. (Қанат)
©
2005 Radio Free Asia
Мунасивәтлик мақалилар
- Германийә вә норвигийидә хитайға қарши намайиш
- Уйғурлар вашингтондики хитай әлчиханисиниң алдида намайиш қилди
- Қаримай нефит башқуруш идарисиниң ишчилири намайиш өткүзди
- Германийидә ғулҗа вәқәсиниң сәккиз йиллиқи мунасивити билән намайиш өткүзүлди
- Германийидики уйғурлар кишилик һоқуқ күни мунасивити билән намайиш қилди