Америка дөләт мәҗлиси рабийә қадир мәсилисидә вен җябавға хәт йоллиди


2005.05.23

Кишилик һоқуқ вә рабийә қадир мәсилисигә йеқиндин көңүл бөлүп келиватқан америка дөләт мәҗлиси әзалиридин кристофер смис вә том ләнтос қатарлиқлар җүмә күни хитай баш министири вен җябавға колликтип имзаланған очуқ хәт йоллап, америка һөкүмитиниң, рабийә қадирниң аилиси вә ширкитидики хадимларниң хитай һөкүмити тәрипидин аварә қилиниватқанлиқиға әһмийәт беридиғанлиқини, шундақла хитай һөкүмитиниң уларни шәртсиз һалда дәрһал қоюп беришини тәләп қилидиғанлиқини язған.

Мәзкур хәттә йәнә, хитай һөкүмитиниң рабийә қадирниң үрүмчидики ширкитидә ишләйдиған хадимларни тутуп кетишиниң хитай қанунила әмәс, бәлки хәлқара қанунғиму хилап һәрикәт икәнлики йезилған.

Хәттә йәнә, хитай сақчилириниң әқидә һәссидарлиқ ширкитиниң дериктори, 7 айлиқ бовақниң аниси айшәмгүлни чечидин юлуп сөрәп елип кәткәнлики әйиблинип, хитай һөкүмитиниң рабийә қадирниң аилә-тавабатлири вә йеқинлириға зәрбә беришиниң тоғра болмиғанлиқи көрситилгән.

Америка дөләт мәҗлисиниң вен җябавға язған бу хетидә йәнә, хитай тәрәпниң рабийә қадирни бу йил 5 - айда қоюп бериши, хитай билән америкиниң кишилик һоқуқ диалогиға пайдилиқ болған болсиму, әмма уларниң рабийә қадир ширкитигә тутқан позитсийисиниң, америка тәрәпниң хитайниң кишилик һоқуқини яхшилиялишиға болған үмидини йәрдә қойғанлиқи көрситилгән.

Очуқ хәттә йәнә, әгәр хитай һөкүмити кишилик һоқуққа дәхли йәткүзидиған мушундақ һәрикәтләрни давамлиқ қиливәрсә, америка дөләт мәҗлисиниң, җәнвәдики б д т кишилик һоқуқ йиғинида хитайни әйибләшкә мәҗбур болидиғанлиқи йезилған. (Пәридә)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.