Йеңисар наһийиси оқутқучи - оқуғучиларни қурбан һейт күни йиғивелинип уйғурларниң қаттиқ наразилиқини қозғиди
2007.12.24
Игилишимизчә, йеңисар наһийиси парткоми вә маарип идариси қарар чиқирип, 20 - декабир қурбан һейт күни наһийә тәвәсидики 500 дин артуқ оқутқучи вә 5 миңдин артуқ оттура- башланғуч мәктәп милли оқуғучилирини әтигән саәт 10 дин башлап мәктәпләргә йиғивалған һәмдә әтигәндә хитайниң дөләт байриқини чиқирш мурасими елип берип уларниң һейтни хошал - хорам тәбрикләш ишлириға тосқунлуқ қилған.
Мәлум болушичә , һөкүмәт тармақлири 20- декабирдики паалийәткә қатанашмиғанларниң қаттиқ җазалинидиғанлиқи һәққидә уқтуруш қилған болуп, "паалийәткә"наһийә рәһбәрлири, сақчи тармақлири вә мунасвәтлик ишчи- хизмәтчиләрниң һәммиси қатнашқан.
Дуня уйғур қурултийиниң билдүрүшичә, бу хил йиғивелиш наһийә тәвәсидики арсланбағ йезисида техиму кәң елип берилған болуп, йиғивелишқа мәркизи мәктәп вә базарлиқ башланғуч мәктәпләр техиму қаттиқ тәшкилләнгән.
Һәммә адәм хошал - хорам байрам тәнтәниси қилидиған мушундақ хошал күнләрдә, уйғурларниң һәтта хитайниң өзиниң қанунида бәлгиләнгән дәм елиш һоқуқидинму бәһриман болмиғанлиқиға нисбәтән дуня уйғур қурултийи қаттиқ наразилиқ билдүрди.
Дуня уйғур қурултийи баянатчиси дилшат ришит мундақ деди: "қурбан һейт уйғурларниң әнәнивий диний байрими болуп , бу һейт аталмиш миллй территорийилик аптономийә қанунида етирап қилинған вә қануний җәһәттин дәм елиш бәлгиләнгән байрам күни болуп , хитайниң шундақ күндә йәнә ишчи - хизмәтчиләр вә уйғур оқуғучиларни йиғивелип аталмиш вәтәнпәрвәрлик тәрбийиси елип бериши алди билән хитайниң өзиниң қануниға хилап .
У йәнә, хитайниң һейт күнини таллап вәтәнпәрвәрлик тәрбийиси елип бериши бирхил сүнийлик болуп, бу уйғурларниң миллй вә кишлик һоқуқини еғир дәпсәндә қилғанлиқ дәп көрсәтти вә дуня уйғур қурултийи намидин қаттиқ әйибләйдиғанлиқини билдүрди. (Җүмә)
Мунасивәтлик мақалилар
- Д у қ хитайни, " уйғурларни йәниму қаттиқ назарәт астиға алмақта," дәп әйиблиди
- Үрүмчидә һөкүмәт үстидин шикайәт қилған әрздарлар бастурулмақта
- Уйғур мусулманлири, мубарәк роза һейтиңлар қутлуқ болғай !
- Олимпик мурасими йеқинлап кәлмәктә, хитайда намйиш - қозғилаң қистап кәлмәктә
- Уйғур елидики хитай нефит турубилири йәрлик милләтниң наразилиқини қозғимақта