Хитай уйғур елидин хитайниң өлкилиригә баридиған нефит туруба қурулушини башлиди
2004.09.08
Хитай нефитлики уйғур елидин башлинидиған 1 милярд 760 милйон америка доллири қиммитидики икки чоң нефит туруба қурулишини чаршәнбә күни рәсмий башлиди.
Америка бирләшмә ахбарат агентлиқиниң хәвиригә қариғанда, қурулуш хитайниң ғәрибтики нефит вә тәбии газни шәрқий районларға йөткәш тәрәққият стратигийисиниң бир қисми һесаблиниду.
Бу икки нефит турубисиниң бири 1550 километир болуп, бу пичандин ләнҗуға туташтурилидикән. Шундақла буниңдин йилиға 20 милйон тонна нефит маңғузилидикән. Йәнә бир болса 1840 километир узунлуқта болуп, үрүмчидин ләнҗуға туташтурилидикән. Униңдин һәр йили 10 милйон тонна нефит маңғузилидикән.
Хитай даирилириниң мәлуматиға қариғанда, уйғур елиниң нефит запас миқдари 20 милярд 9 йүз милйон тонниға, тәбии газ запас миқдари болса 383 тирлйон 120 милярд куп метирға йетидиғанлиқи мөлчәрләнгән. (Пәридә)