Атасу- алатав нефит туруба қурулушида пат арида иш башлиниду
2004.09.26
Уйғур аптоном райониниң алатав еғизидин қазақистанниң оттура қисмидики ата суғичә тутушидиған ата су - алатав нефит туруба қурулушида 28 - сентәбир күни иш башлиниду. Уйғур аптоном райони парткоминиң секритари ваң лечүән, мәзкур қурулушниң һәр икки дөләт үчүн стратегийилик әһмийити зорлиқини тәкитлигән.
У бу сөзни қазақистан призденти нур султан назарбайеф билән ғулҗида учрашқанда сөзлигән . Приздент назарбайеф 24 вә 25 - сентәбир күнлири уйғур аптоном раюнини зиярәт қилған. Қазақистан ташқи ишлар министири қасим җүмәрт тоқайеф илгири хитай қазақистан билән енирегийә һәмкарлиқи елип бериш йолида трагедийилик қарар чиқарди дәп көрсәткәнти. Ата су - алатав нефит турубисиниң омуми узунлуқи 1000 к м ға бариду. Қурулушниң 700 милйон доллар мәбләғ селинидиған биринчи басқучи 2005 -йилниң ахирлирида пүтиду .
Мәзкур туруба йолидин хитайға йилда 10 милйон тонна нефит еқиталайду. Қурулушниң 2 - басқучи 2011 - йили тамамлиниду. Туруба йолиниң 2 - басқучтики қурулуши тамамланғанда йилиға 20 милйон тонна нефит еқиталайдиған болиду.Мәзкур қурулушқа хитай дөләт игиликидики нефит тәбиий газ ширкәтләр гуруһи билән қазақистан мунай газ ширкити мәбләғ салған . Хитай даирилири чәт әлдики уйғур тәшкилатларниң қарши туршиға учриған мәзкур туруба йолини хитайниң ичкири өлкилиригә баридиған нефит туруба тори билән туташтурушни ойлайду . Чәтәлдики уйғур тәшкилатлар, хитай көчмәнлириниң техиму көпийишигә хизмәт имканийити яритидиған бу қурулушниң тәбиий муһитни булғайдиғанлиқини илгири сүрмәктә. (Әркин)
- Хитай баш министири вен җябавниң росийәдики зиярити ахирлашти
- Қазақистан призиденти назарбайеф уйғур илини зиярәт қилди
- Қазақистан призиденти назарбайеф уйғур илини зиярәт қилди
- Назарбайеф уйғур аптоном районини зиярәт қилиду
- Хитай - қазақ нефит туруба қурулуши пат арида иш башлайду
- Хитай уйғур елидин хитайниң өлкилиригә баридиған нефит туруба қурулушини башлиди
- Или қазақ области қурулғанлиқиниң 50 йиллиқи тәбрикләнди
- Ғәрбтики газни шәрққә йөткәш турубисиидин рәсмий газ маңғузулди
- Уйғур районидики нефит записи 20 миляд 900 милйон тонниға йәтти
- Үрүмчи билән ләнҗув арисидики хам нефит аққузуш турубисини ятқузуш қурулуши башланди