Хитай 2004 - йили уйғур илида тарихтики әң көп нефит қезивалди


2005.01.03

Уйғур аптоном районидики хитай нефит ширкәтлири, 2004 - йили аптоном район бойичә 22 милйон 600 миң тонна нефит қезивалған. Хитай һөкүмитиниң зувани шинхуа ахбарат агентлиқи, бу бир йил хитай ширкәтлириниң уйғур илида тарихтики әң көп нефит қезивалған бир йил болғанлиқини илгири сүрди. Шинхуа агентлиқиниң ашкарилишичә, тарим вә қумул - турпан ойманлиқидики хитай нефит ширкәтлириниң бу бир йил ичидә сатқан хам нефити, 40 милярд 500 милйон йүән болуп, 19 милярд 500 милйон йүән сап кирим қилған. Һазир дөләт игидарчилиқидики хитай нефит ширкити, тарим нефит ширкити, қумул - турпан нефит ширкити шундақла хитай нефит - химийә ширкити қатарлиқ ширкәтләр нефит қезиш сүрити вә көлимини кеңәйтмәктә.

Шинхуа ахбарат агентлиқиниң ашкарилишичә, 1990 - йилдин 2004 - йилғичә, уйғур илида нефит қезиш миқтари йилиға 111 тоннидин ешип барған. Шинхуа ахбарат агентлиқи, аптоном район бойичә 2004 - йили қезивелинған 22 милйон 600 миң тонна хам нефит, шу бир йил ичидә хитай қезивелинған омуми нефит миқтариниң 13 ٪ ни игилләйдиғанлиқини билдүрди. Бирақ мутәхәсисләр әмилий санниң буниңдин көп юқирилиқини илгири сүрмәктә.

Хитайниң түзүми бойичә уйғур илидики тәбий байлиқларға уйғурлар игидарчилиқ қилалмайду. Көзәткүчиләр, бу әһвал уйғурларниң намратлишип кетишигә йол ечиватқанлиқини билдүрмәктә. Хитай мәнбәәлириниң ашкарилишичә, тәңри теғиниң җәнубидики уйғур диһқанларниң йиллиқ кирими 1000 йүәнгә йәтмәйдикән.(Әркин)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.