Хитай нефит гуруһи 2004 - йили 110 милярд юән пайда елип рекорт яратти
-
2005-01-14 -
-
-
Хитай дөләтлик нефит гуруһи 2004 - йили 110 милярд юән йәни 13 милярд америка доллири пайда елип, хитай енергийә киримидики әң юқири рекортни яратқан.
Америка бирләшмә ахбарат агентлиқиниң хәвиригә қариғанда, хитайдики әң чоң нефит хоҗайини һесаблинидиған бу нефит гуруһи өткән йилиниң өзидила 2003 - йилиға қариғанда 50٪ көп пайда алған.
Хитай дөләтлик нефит гуруһи чиқарған бу доклатида қанчилик пайда алғанлиқи шундақла нефит вә тәбиий газ ишләпчиқириш миқдарини қанчилик юқири көтүргәнликини мәлум қилған болсиму, әмма униңда хитайни асаслиқ нефит вә тәбий газ билән тәминләватқан уйғур ели тилға елинмиған.
Уйғур елидики вә чәтәлләрдики уйғурлар хитайниң уйғур елиниң енергийә байлиқиға тутқан сияситидин нарази болуп, улар изчил түрдә хитай һөкүмитиниң уйғур елиниң нефит вә тәбиий байлиқлирини йөткәп, хитайни вә ичкири өлкиләрни бай қилип, байлиқларниң игиси болған йәрлик хәлқләрни һечқандақ пайдиға ериштүрмәйватқанлиқини әйибләп кәлди. (Пәридә)
Мунасивәтлик мақалилар
- Хитай 2004 - йили уйғур илида тарихтики әң көп нефит қезивалди
- Хитайниң әң узун тәбий газ турубиси тиҗарәт башлимақчи
- Уйғур елиниң тәбиий гези, шаңхәйдики бәйе йезисиға туташтурулди
- Уйғур елидики йиллиқ хам нефит ишләпчиқириш миқдари 300 милйон тоннидин ашти
- Тарим - шаңхәй тәбиий газ турубиси шаңхәйни газ билән тәминләшкә башлиди
- Атасу- алатав нефит туруба қурулушида пат арида иш башлиниду
- Қазақистан призиденти назарбайеф уйғур илини зиярәт қилди
- Хитай - қазақ нефит туруба қурулуши пат арида иш башлайду