Хитайлар уйғур аптоном районидики нефит әслиһәлиригә мәбләғ салиду
2005.02.15
Дөләт игиликидики хитай нефит ширкити, кәлгүси бир қанчә йил ичидә уйғур аптоном районидики нефит пишшиқлаш шундақла нефит - химийә санаитигә 27 милярд йүән мәбләғ салиду. Бу хитайниң нефит енергийә мәнбәсини көп хиллаштуруш пиланиниң бир қисими болуп, хитай нефит ширкити бу мәбләғни майтағдики нефит әслиһәлириниң иқтидарини яхшилаш үчүн ишлитидикән.
Майтағдики нефит әслиһәлириниң һазирқи йиллиқ нефит пишшиқлаш иқтидари 6 милйон тонна болуп, 2008 - йилғичә 10 милйон тонниға чиқиришни пиланлиған. Майтағдики етилин завутиниң һазирқи йиллиқ ишләпчиқириш мәһсулати 220 тонна. "Җәнубий җоңго әтигәнлик почта гезити" ниң хәвәр қилишичә, хитай нефит ширкитидики даириләр, етилин завутиниң мәһсулат миқдарини бир милйон 220 миң тонниға йәткүзидиғанлиқини билдүргән.
"Хитай нефит гезити" майтайдики нефит қурулушини кеңәйтиш пилани " дөләтниң енергийә мәнбәсини көп хиллаштуруш истратегийисиниң бир қисими," дәп көрсәтти. Майтағдики нефит әслиһәригә мәбләғ селиш пилани, қазақистандин уйғур аптоном райониғичә болған 1200 к м узунлуқтики нефит турубисини өз ичигә алған. Бу туруба билән йилда қазақистандин келидиған 10 милйон тонна нефитни тошуйду. Хитайлар 2011 - йилғичә нефит турубисиниң йиллиқ нефит тошуш иқтидарини 20 милйон тониға чиқиридикән. Қазақистан билән майтағ оттурисидики нефит туруба қурулушида 2004 - йили 8 - айда иш башланған. (Әркин)
Мунасивәтлик мақалилар
- Хитайдики әң чоң нефит пишшиқлап ишләш қурулуши, уйғур елидә қурулуш башлиди
- Тарим - шаңхәй тәбиий газ турубиси хитайларниң еһтияҗини қандуралмиди
- Хитай нефит гуруһи 2004 - йили 110 милярд юән пайда елип рекорт яратти
- Хитай 2004 - йили уйғур илида тарихтики әң көп нефит қезивалди
- Хитайниң әң узун тәбий газ турубиси тиҗарәт башлимақчи
- Уйғур елиниң тәбиий гези, шаңхәйдики бәйе йезисиға туташтурулди
- Уйғур елидики йиллиқ хам нефит ишләпчиқириш миқдари 300 милйон тоннидин ашти