Тарим нефитлики, нефит қидириш ишлириға 3 милярд юән мәбләғ салди

Хитайниң уйғур елидики тарим нефитлики бу йил 3 милярд юән мәбләғ аҗритип, уни нефит қидириш ишлирини тезлитиш вә ғәрбтики газни шәрққә йөткәш газ турубисиниң бихәтәрликигә капаләтлик қилиш ишлириға ишлитидикән.

Хитай хәвәр ториниң мәлуматиға асасланғанда, тарим нефитликиниң бу йиллиқ асасий нишани, тәвәккүл қидириш ишлирини күчәйтиш вә пүтүн күч билән стратигийилик әһмийәткә игә чоң байқаш вә бөсүшләрни қолға кәлтүрүш икән.

Тарим нефитлики бу йил ичидә йәнә, бу йәргә қарашлиқ "қара иккинчи" дәп аталған тәбий газ районини хитай бойичә биринчи вә дуняда алдинқи орунда туридиған илғар тәбий газ райони қилишқа тиришидикән.

Хитай дуняда америкидин қалса иккинчи көп енергийә сәрп қилидиған чоң дөләт болуп, нөвәттә хитайдики 2/3 қисим өлкиләрдә йәнила електир йетишмигәнликтин, хитай техиму көп енергийигә еһтияҗлиқ болмақта.

Хитай дөләт ичидә болупму уйғур елидә нефит вә тәбиий газ қидириш вә уни хитайниң ичкири өлкилиригә йөткәш ишлириға алаһидә әһмийәт бериштин сирт, чәтәлләрдики нефит байлиқиғиму нәзәр ташлап, һазирғичә 20 нәччә дөләт билән 48 түрлүк мәбләғ селиш һәмкарлиқ келишимини түзгән. (Пәридә)

2025 M Street NW
Washington, DC 20036
+1 (202) 530-4900
uygwebnews@rfa.org