Хитай нефит- химийә ширкити, уйғур илида нефит санаитигә йәнә мәбләғ салиду
2005.03.04
Хитайниң дөләт игиликидики җоңго нефит - химийә ширкити, уйғур аптоном райониниң тарим ойманлиқида йеңи нефит қудуқлирини ечиш үчүн 5 .5 Милярд йүән мәбләғ селишни қарар қилған. Бирақ хитай нефит - химийә ширкитидики даириләр бу һәқтики хәвәрләргә баһа бериштин өзини қачурмақта.
Хитай мәтбуатлири өткән йили хитай нефит - химийә ширкитиниң тарим ойманлиқидики нефитликләрдин һәҗими бирт милярд 200 милйон варил келидиған запас нефит қатлими байқиғанлиқини хәвәр қилған иди. "Вен вей ‘гезитиниң хәвәр қилишичә, өткән йили тепилған мәзкур нефитликтә бир милярд 80 милйон тонна хам нефит шундақла 59 милярд күп метир тәбиий газ записиниң барлиқи испатланған.
Хитай мәтбуатлири йеқинда хитай нефит ширкәтлириниң майтағдики нефит әслиһәлирини кеңәйтишкә мәбләғ салидиғанлиқини хәвәр қилған иди. Һазир дөләт игиликидики җоңго нефит ширкити, җоңго нефит - химийә ширкити, җоңго химийә санаити ширкити шундақла җоңго деңиз нефит ширкити қатарлиқ карханилар, уйғур аптоном районида нефит қезиш мәшғулати елип бериватиду.
Хитай һөкүмити уйғур аптоном районидики нефитликләрни ечиш, йәрликләрниң иқтисади тәрәққиятини илгири сүрүштики муһим пурсәт, дәп қаримақта. Бирақ бу қарашни тәнқид қилғучилар, йәрликләргә мәнпәәт йәткүзүш уяқта турсун, әксичә екелогийилик муһитниң бунғунчилиққа учриши қатарлиқлар бир қатар мәсилиләр яритиватқанлиқини илгири сүрмәктә. (Әркин)
Мунасивәтлик мақалилар
- Тарим нефитлики, нефит қидириш ишлириға 3 милярд юән мәбләғ салди
- Хитайлар уйғур аптоном районидики нефит әслиһәлиригә мәбләғ салиду
- Хитайдики әң чоң нефит пишшиқлап ишләш қурулуши, уйғур елидә қурулуш башлиди
- Тарим - шаңхәй тәбиий газ турубиси хитайларниң еһтияҗини қандуралмиди
- Хитай нефит гуруһи 2004 - йили 110 милярд юән пайда елип рекорт яратти