Хитай, қазақистан- хитай нефит туруба йоли қурулушини башлиди
2005.03.24
Франсийә ахбарат агентлиқиниң хәвәр қилишичә, хитай һөкүмити чаршәнбә күни қазақситан- хитай нефит туруба йолиниң, уйғур аптонум районидики 240 километрлиқ бөликиниң қурулушини башлиған .
Хәвәрдә ейтилишичә, қазақистанниң ғәрбий районидин уйғур аптоном райониғичә узиған мәзкур нефит туруба йоли 3000 километр узунлуқта болуп, қазақистан тәрәп йолиниң өзигә тегишлик қисмини өткән сентәбир ейида ясашқа башлиған иди .
Хәвәрләргә қариғанда, 2005 - йили декабир ейида ишқа чүшиши пиланланған, мәзкур туруба йоли арқилиқ қазақистандин елип келинидиған нефит, уйғур аптоном районида ишләп чиқирилидикән вә яки йеңи ясилидиған туруба йоллири арқилиқ, хитайниң шәрқи районлириға йөткилидикән .
Хитай һөкүмити нөвәттә қазақистандин импорт қилған нефитни пойиз арқилиқ йүткимәктә . (Қанат)
Мунасивәтлик мақалилар
- Хитай нефит- химийә ширкити, уйғур илида нефит санаитигә йәнә мәбләғ салиду
- Тарим нефитлики, нефит қидириш ишлириға 3 милярд юән мәбләғ салди
- Хитайлар уйғур аптоном районидики нефит әслиһәлиригә мәбләғ салиду
- Хитайдики әң чоң нефит пишшиқлап ишләш қурулуши, уйғур елидә қурулуш башлиди
- Тарим - шаңхәй тәбиий газ турубиси хитайларниң еһтияҗини қандуралмиди