Тарим нефитлики күндилик газ миқдарини 33 милйон купметирға йәткүзмәкчи
2005.07.28
Хитай мәркизий агентлиқиниң хәвиригә қариғанда, хитай нефит ширкитиниң тарим нефитлики ширкити бу йил ахириға қәдәр күндилик тәбиий газ ишләпчиқириш миқдарини 33 милйон купметирға йәткүзидиғанлиқини мөлчәрлигән.
Шинхуа торидин нәқил кәлтүргән мәзкур хәвәрдә ейтилишичә, бултур 1 - сентәбирдә ғәрбниң газини шәрққә йөткәш қурулуши ишқа кириштүрүлгәндин буян, бу, хитайниң енергийә келиш мәнбәлирини яхшилаш қурулмисидики муһим бир тармаққа айлинип қалди.
Бу йил тарим нефитлики 6 милярд купметир газ аққузушни пиланлиған болуп, һазир күндилик аққузуш миқдари 19 милйон купметирға йәткән. Бу сан йил ахириға барғанда 33 милйон купметирға йәткүзүлидикән.
Тарим нефитликиниң һазирғичә ениқлап чиққан тәбиий газиниң омумий записи 664 милярд купметирға йәткән болуп, йилиға 30 милярд купметирдин аққузғанда, мәзкур нефитлик уйғур елидин хитайниң шаңхәй райониға 20 нәччә йилғичә бу газни аққузуп түгитидикән.
Чәтәлләрдики уйғур мәсилиси мутәхәссислири, хитай һөкүмити, уйғур елидики нефит вә тәбиий газ байлиқлирини йоқири техника билән тиз вә көп миқдарда йөткәп кетиватқан болсиму әмма, йәрлик хәлқниң турмушида көп йүксилиш болмиғанлиқини, кәң йезилардики йәрлик хәлқләрниң техичә җин чирақ йеқип, отун қалап тамақ етиватқанлиқини билдүрмәктә. (Илтәбир)
Мунасивәтлик мақалилар
- Атасу - алатав нефит турубисида декабирдин башлап нефит еқитилишқа башлайду
- Хитай уйғур илини, хитайниң әң чоң нефит вә тәбиий газ билән тәминләш райониға айландурмақчи
- Уйғур аптоном райони хитайниң әң чоң нефит базиси болуп қалидикән
- Қара 2 - тәбиий газлиқида партлаш йүз берип, икки адәм өлди
- Хитай уйғур елиниң тәбий газлирини йөткәшни җиддийләштүрмәктә