2010 - Йили уйғур ели хитай бойичә биринчи дәриҗилик нефит ишләпчиқириш райониға айлинидикән


2005.08.14

Шинхуа агентлиқиниң 14 - авғуст күни бәргән хәвиригә қариғанда, өткән йили уйғур елидә ишләпчиқирилған хам нефит миқтари 22 милйон 280 миң тонниға йәткән болуп, хитай бойичә 3 - орунни игилигән. 2010 - Йилиға кәлгәндә уйғур елиниң хам нефит миқдари 50 милйон тонниға йетип, хитай бойичә биринчи орунни игиләйдикән.

Бу йил 2 - айда, уйғур елиниң қаримай шәһиригә җайлашқан нефит ширкити 10 милйон тонна нефит ишләпчиқарған. Хәвәрләрдин мәлум болушичә, мәзкур ширкәт 2008 - йили зор миқдарда мәбләғ селиш арқилиқ, хитай нефит тәрәққияти тарихида әң чоң мәбләғ селинған пиланни ишқа ашурудиған бирдин бир нефит ширкити болуп қалидикән.

Нөвәттә, уйғур елидики нефит ишләпчиқириш орунлириниң бир қетимда ишләпчиқиридиған хам нефит миқдари 19 милйон 500 миң тонниға йетип, буниңдин 300 хилдин артуқ нефит химийә мәһсулати ишләпчиқирилидикән. (Әқидә)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.