Уйғур елидики 66 нефит қудуқи тақиветилмәкчи


2005.08.21

Уйғур аптоном райониниң рәиси исмайил тиливалди йеқинда өткүзүлгән аптоном районлуқ бихәтәр ишләпчиқириш комитети йиғиниға қатнишип, һәр қайси дәриҗилик һөкүмәт орунлириниң бихәтәр ишләпчиқириш хизмитигә алаһидә көңүл бөлүшини тәләп қилди. Шундақла йиғинда йәнә, уйғур елидики бихәтәр ишләпчиқириш өлчимигә тошмайдиған 66 нефит қудуқиниң йеқинда тақилидиғанлиқи уқтурулди.

Тәңритағ хәвәр ториниң мәлум қилишичә, йиғинда мушу йили 1 - айдин 7 - айғичә болған мәзгилдики пүтүн уйғур елиниң бихәтәр ишләпчиқириш вәзийити һәққидә доклат берилип, бу мәзгилдә һәр хил сәвәбләр билән келип чиққан кан вәқәлири вә қатнаш һадисилириниң, өткән йилдикигә қариғанда бир қәдәр көп көрүлгәнлики оттуриға қоюлған.

Бу арида, җилин өлкисиму бу райондики бихәтәрлик өлчимигә тошмайдиған 70 нәччә кан қудуқи тақашни буйруқ қилди. Өткән җүмә күни җилиндики феңгуаң көмүр каниниң 5 - қудуқға су кирип кетип, 16 киши қудуқ астида қалған иди.

Хитайда кан һадисилири көп йүз беридиған болуп, һөкүмәт даирилириниң мәлум қилишичә, бу йилниң алдинқи йеримидила кан һадисисида өлгән ишчиларниң сани 2700 гә йәткән. Әмма мустәқил тәшкилатлар, бу санниң тоғра әмәсликини, чүнки кан мәсуллири җәриманигә учраштин әнсирәп, өлгәнләр санини қәстән аз мәлум қилидиғанлиқини билдүрүп, әмәлий санниң буниңдин көп җиқ икәнликини көрсәтмәктә. (Пәридә)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.