Санҗи областида қанунсиз нефит қезиш әһвали байқалди


2005.09.22

Йеқинда уйғур елиниң санҗи туңган аптоном областида, ичкиридин кәлгән хитайларниң қанунсиз нефит қезиш әһваллири байқалди.

Уйғур аптоном районлуқ радио истансисиниң хәвиригә қариғанда, илгириму бу районда көп қетим қанунсиз нефит қезиш әһвали көрүлгәнликтин, аптоном районлуқ партком даимий комитетиниң әзаси, аптоном районниң муавин рәиси әркин имирбақи сәйшәнбә күни, санҗи областиниң фукаң вә җимсар наһийисидики қанунсиз нефит қезиш нуқтилирини туюқсиз тәкшүргән.

Әркин имирбақи тәкшүрүш җәрянида йәнә, санҗи туңган аптоном области чегриси ичидики қанунсиз қезилған 31 нефит орнини дәрһал ениқлап бир тәрәп қилишини тәләп қилған.

У бу қетимлиқ туюқсиз тәкшүрүштин кейин ечилған нәқ мәйдан йиғинида, мунасивәтлик орунларниң, нефит оғурлаш вә қанунсиз нефит қезиш қатарлиқ қанунға хилап җинайи қилмишларға қәтий зәрбә бериш керәкликини тәкитләш билән биргә, җайларниң содигәр чақирип мәбләғ киргүзүшини баһанә қилип, нефит қезиш салаһийити һазирлимиған, нефит оғрилайдиған вә қанунсиз қазидиған ички өлкиләрдин келидиған "партизан шәкилдики нефит қазидиған әтрәтләр" ниң аптоном районға киришигә һәргиз йол қоймаслиқ лазимлиқини билдүрди. (Пәридә)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.