Уйғур дияриниң йиллиқ нефит ишләпчиқириш миқтари 24 милйондин ашқан


2006.01.12

Уйғур дияриниң өткән бир йил ичидә ишләпчиқарған бефит миқтари 24 милйон 100 миң тонниға йәткән болуп, бу өткән йили ишләпчиқарған нефит миқтаридин 1 милйон 500 тонна артуқ икән.

Тәңри- тағ ториниң бу һәқтә йеқинда елан қилған хәвиригә асасланғанда, уйғур дияриниң омумий нефит газ записи 30 милярд тонна болуп, пүтүн мәмликәтниң төттин бирини игиләйдикән. 1990 ‏- Йлидин һазирға қәдәр уйғур дияри һәр йили, оттура һисаб билән нефит мәһсулатини 1 милйон 140 миң тонна ашурған. Бу сүрәт билән уда 15 йил хитай бойичә нефит ишләпчиқиришта 1 ‏- орунда турған.

Бирақ чәтәлләрдә паалийәт елип бериватқан уйғур тәшкилатлири, нефит ишләпчиқиришта хитай бойичә 1 ‏- орунни игилигән уйғур диярида, уйғур хәлқиниң турмушиниң намратлиқ ичидә өтидиғанлиқини билдүрүп, хитай һөкүмитиниң бу зиминдики мол байлиқни зимин игилирдин мәһрум қалдурватқанлиқиға қарита наразлиқини билдүрмәктә. (Әқидә)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.