Уйғур елидики хитай нефит турубилири йәрлик милләтниң наразилиқини қозғимақта
2006.11.07
Йеқинда америкида нәшр қилинидиған "бостун глоб" гезитидә "уйғур елидики хитай нефит турубилири йәрлик милләтниң наразилиқини қозғимақта" дегән темида мәхсус мақалә елан қилинди. Мәзкур мақалидә, аптор җаһангир поша әпәнди хитай һөкүмитиниң уйғур елидики нефит вә газ байлиқини булаң -талаң қиливатқанлиқини әмәлий пакит вә мисаллар арқилиқ ашкарилиди.
"Бостун глоб" гезитидә елан қилинған бу мақалә "хитайдики газ вә нефитниң көп қисми хитайниң айрим бир бөлүки болуп туруватқан шинҗаң уйғур аптоном райониниң қумлуқ җайлиридин байқалмақта. Худди өткән әсирдики иран вә сәуди әрәбистандики газ вә нефиткә охшаш, мәзкур җайниң тарим дәряси ойманлиқи вә тәклимакан қумлуқидики енергийә байлиқи дуняниң диққитини қозғашқа башлиған" дәп башланған.
Аптор мақалидә, хитай һөкүмити деңиз бойидики тәрәққи қилған шәһәрлириниң енергийигә болған еһтияҗини қандуруш үчүн, уйғур елидин бейҗиң вә шаңхәйгә тутишидиған, 4200 километир вә 2600 километир узунлуқтики нефит турубиси йоли қурғанлиқини тәкитләп, "хитай һөкүмитиниң бу хил қилмиши мәзкур җайдики 7 йерим милйон йәрлик уйғур миллитиниң қаттиқ наразилиқини қозғимақта" дәп көрсәткән.
Аптор мақалисидә йәнә "көп сандики уйғурлар хитайдин мустәқил болушни халайду, улар бейҗиң һөкүмитиниң мәзкур җайдики енергийә байлиқини қаттиқ контрол қиливатқанлиқидин бәкму нарази. Улар йәнә йәрлик милләтләрниң мәзкур җайдики байлиқтин һечқандақ бәһриман болалмайватқанлиқини чүнки пүтүн байлиқ хитайниң дөләт игиликидики ширкәтләр тәрипидин қаттиқ контрол қилиниватқанлиқини һәмдә буниңдин бәһриман болуватқанлар пәқәт хитайниң деңиз бойидики шәһәрлири икәнликини билдүрмәктә" дәп көрсәткән.
"Бостун глоб" гезитидә елан қилинған "уйғур елидики хитай нефит турубилири йәрлик милләтниң наразилиқини қозғимақта "дегән бу мақалидә, уйғур аптоном райониниң партком секретари ваң лечүәнниң "уйғур елидики нефит вә газдин елинған баҗниң 75 % и бивастә бейҗиңға йоллиниду" дәп иқрар қилғанлиқи алаһидә тәкитләнгән. (Меһрибан)