Уйғур елиниң мол нефит байлиқи кимгә пайда йәткүзмәктә?


2007.02.22

Үрүмчи нефит - химийә санаити ширкитиниң 2006 ‏- йиллиқ хам нефит ишләпчиқириш миқдари 5 милйон тонниға, пүтүн бир йиллиқ нефит сетиш кирими 20 милярд 500 милйон йүәнгә йәткән.

Хитай ахбарат вастилириниң йеқинда бәргән хәвиридин мәлум болушичә, уйғур елини идарә қиливатқан баш әмәлдар ваң лечүән, үрүмчи химийә - нефит санаити ширкитиниң нәтиҗилиригә баһа берип, уйғур елиниң байлиқ әвзәлликини иқтисадий үстүнлүккә айландуруш истратегийисини қәтий бошашмай йолға қоюшни оттуриға қоюштин сирт, уйғур аптоном райониниң мол болған көмүр қатарлиқ байлиқ мәнбәлиригә тайинип, тәрәққият күчини ашурушни тәкитлигән.

Хитай һөкүмити, уйғур дияриниң мол нефит записидин пайдилинип" ғәрбниң нефит ‏- газини шәриққә йөткәш" қурулуши қатарлиқ пиланини ишқа ашуруп, хитайниң көплигән шәһәрлирини нефит вә газ билән тәминлимәктә.

Мутәхәссисләр, уйғур елиниң һәр хил йәр асти байлиқлириға, җүмлидин мол нефит записиға игә икәнликини билдүрүп, мәзкур районниң бу байлиқлар билән тәрәққи қилған вә алдинқи орунда туридиған бай районлар қатаридин орун алалайдиғанлиқини билдүргән. Әмма, нөвәттә уйғур ели хитайдики намрат районлардин бири болуп, дуня уйғур қурултийи баянатчиси дилшат решитниң мәтбуатларға ашкарилишичә, хитай һөкүмити, уйғур земинидин чиққан байлиқниң 1 % ниму, йәрлик уйғурлар үчүн сәрп қилмайдикән. (Әқидә)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.