Уйғур аптоном райони хитайниң әң чоң нефит базиси болуп қалидикән
2005.06.14
Уйғур аптоном райониниң рәиси исмайил тиливалди, уйғур елиниң йеқин кәлгүсидә йилда 50 милйон тонна нефит ишләпчиқирип, хитайниң шәрқий шималидики дачиң нефитликидин ешип кетидиғанлиқини шундақла уйғур ели хитайниң әң чоң нефит базиси болуп қалидиғанлиқини билдүрди.
"Җоңго гезити" ниң хәвәр қилишичә, исмайил тиливалди уйғур аптоном райониниң йиллиқ нефит ишләпчириқиш миқдари ахирида 100 милйон тонниға йетидиғанлиқини тәкитлигән. Йиллиқ нефит ишләпчиқириш миқдари 100 милйон тонниға чиққанда, уйғур аптоном райони хитай нефит истималиниң 60 ٪ ни тәминләйдиған район болуп қалидикән.
Уйғур аптоном райони 2004 - йили 22 милйон тонна нефит ишләпчиқарған болуп, дачиңниң охшаш вақит ичидә ишләпчиқарған нефити 4 ٪ төвәнлигән. Дачиң 2004 - йили 46 милйон тонна нефит ишләпчиқирилған иди. Хитайдики хам нефит записиниң 30 ٪, тәбий газ записиниң 34 ٪ уйғур аптоном райониға җайлашқан.
Исмайил тиливалдиниң тәкитлишичә, даириләр турпан, қарамай қатарлиқ җайларда нефит қедириш мәшғулатини тезлитидикән. 2004 - Йили уйғур аптоном райони санаәт игиликиниң 60 ٪ ни нефит вә тәбиий газ санаити игилигән.
Даириләр, енергийә мәнбәәлирини ечиш уйғур аптоном районида йәрликләрниң турмушини яхшилаш ролини ойнайду, дәп көрсәтмәктә. Әмма мәркизи германийидики дуня уйғур қурултийи баянатчиси дилшат ришитниң тәкитлишичә, дөләт монополийисдики нефит вә тәбиий газ байлиқини ечиш уйғурларни мәнпәәткә игә қилалмайдикән. (Әркин)
Мунасивәтлик мақалилар
- Қара 2 - тәбиий газлиқида партлаш йүз берип, икки адәм өлди
- Хитай уйғур елиниң тәбий газлирини йөткәшни җиддийләштүрмәктә
- Хитай, қазақистан- хитай нефит туруба йоли қурулушини башлиди
- Хитай нефит- химийә ширкити, уйғур илида нефит санаитигә йәнә мәбләғ салиду
- Тарим нефитлики, нефит қидириш ишлириға 3 милярд юән мәбләғ салди