Уйғур елидә байқалған нефит вә тәбий газ записи йәнә көпәйди


2007.06.04

31- Май җуңго нефит химийә санаити гуруһи ғәрбий шимал шөбә ширкитиниң билдүрүшичә, уларниң башқурушидики тарим дәря нефитлики юқири һосуллуқ қудуқлири вә запас қудуқлири һосул беришкә башлиған.

Мәлум болушичә, һазир тарим нефитлик тәвәсидики 600 квадрат километирлиқ даирә ичидә 200 милйон тонна нефит записиға еришиш мөлчәрләнмәктә икән.

Тәңритағ торида 31- май җуңго нефит химийә санаити гуруһи ғәрбий шимал шөбә ширкити мәсулиниң ейтқанлирини нәқил кәлтүрүшичә, 11- април тарим дәря нефитлики 12 районда юқири һосуллуқ қудуқ байқиған. AD4 Қудуқиниң шу күнлүк синақта елинған нефит миқдари 1018 тонниға йетип тарим дәря нефитликидики мәһсулат миқдари әң юқири қудуққа айлинип қалған һәмдә шуниңға яндаш һалда, AD5, AD7 қудуқлири вә башқа запас қудуқлири кәйни-кәйнидин һосул беришкә башлиған.

Униңдин башқа, алдинқи айда қаримай нефит райони манас дәря вадисида 30 милярд куб метирлиқ тәбиий газ записи байқиған болуп, бу қаримай нефит райони тәвәсидики әң чоң газлиқ болуп қалған иди.

Һазир бу газлиқтин газ елиш башланған болуп, тәңритағ ториниң ашкарилишичә, манас дәря вадисида 100 қудуқтин күнигә тәхминән 1 милйон 470 миң куб метир тәбий газ алғили болидикән.(Җүмә)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.