Бай наһийисидики газлиқтин 3 йил ичидә 22 милярд куб метир газ тошуп кетилди
2007.12.07
Ғәрбниң газини шәрққә йөткәш туруба линийисидики асаслиқ нефитлик бай наһийисигә җайлашқан қарамай иккинчи тәбиий газлиқиниң йиллиқ газ ишләпчиқириш миқдари он милярд куб метирдин ашқан болуп, бу хитайниң уйғур елиниң тәбиий газлирини хитай өлкилиригә йөткәш қәдимини йәниму тезлитиватқанлиқиниң дәлилидур.
Тәңритағ ахбарат торида берилгән хәвәрдә көрситилишичә, бай наһийисидики бу юқири мәһсулатлиқ газлиқ, 1999- йили 9 - айда байқалған болуп, хитайлар буни енергийә " чоң томури" дәп атайдикән.
Тәңритағ ахбарат торида берилгән хәвәрдин ашкарилинишичә , мәзкур газлиқ 2004 - йилидин башлап газ чиқириш башланғандин буян, һазирға кәлгүчә 22 милярд кубметир газ ишләпчиқарған һәмдә бу газларниң һәммиси хитайниң чаңҗяң делтисидики районларға тошуп кетилгән болуп, һазир хитайдики 80 чоң шәһәрдики 200 милйондин артуқ адәм бай наһийиси қаримай 2- тәбиий газлиқидин кәлтүрүлгән тәбиий газниң һузурини сүрмәктә икән.
Униңдин башқа йәнә, җуңғар ойманлиқиниң җәнубиға җайлашқан махе газлиқи 5- декабир тамамлинип газ ишләпчиқириш башланған. Мәлум болушичә , бу газлиқниң күндилик тәбиий газ ишләпчиқириш миқдари бир милйон 500 миң кубметир болуп, йиллиқ ишләпчиқириш миқдари 500 милйон куб метирдин ашиду. (Җүмә)
Мунасивәтлик мақалилар
- Хитай һөкүми уйғур илкидики алтун запаслирини техиму кәң көләмдә ачмақчи
- Шәрқий җуңғарда пәвқуладдә йеңи енергийә райони байқалди
- "Ғәрбниң газини шәрққә йөткәш" ниң 3- туруба линийиси қурулмақчи
- Хитай уйғур елиниң тәбиий газлирини тошуш қәдимини тезләтмәктә
- Хитайдики әң чоң икки нефит санаәт гуруһиниң қанунсиз банкидин пул алғанлиқи тәкшүрүлмәктә
- Хитай : оттура асия башлиқлар йиғини "бөлгүнчилик" вә енергийә мәсилисини музакирә қилиду
- Хитай иккинчи чоң нефит, тәбиий газ турубиси қурушқа 13 милярд 600 милйон доллар мәбләғ салди
- Бай наһийисидә йәнә бир чоң тәбиий газ записи байқалди
- Уйғур ели хитайдики әң чоң нефит базиси болуш алдида турмақта