Хитай нефит гуруһи, ғәрби дияр нефит туруба ширкити, уйғур дияриға маканлашти
2007.04.13
Йәқинда, хитай нефит гуруһи ғәрби дияр нефит туруба ширкити уйғур дияриға маканлашқан. Бу ширкәт 2004-йили қурулған, ройхәткә алдурған мәблиғи 8 милярд 200 милйон йүән әтрапида болуп, асаслиқи уйғур әлидин чиқиватқан хам нефит вә тәйяр нефитни тошуш үчүн кәрәклик болған нефит туруба йоллири қурулушини әлип бәриш қатарлиқ вәзипә түрләрни үстигә алған.
Хитай ахбарат васитилири бәргән мәлуматларға қариғанда, бу ширкәт мәсул болуп, 15 милярд йүән мәбләғ салған.Ғәрби дияр нефит туруба қурулуши, ғәрбтә үрүмчи шәһиригә шәрқтә гәнсуниң ләнҗу шәһиригә йетип бариду. Бу туруба линийисиниң йәткүзүш миқдари әң зор, омуми мусаписи аң узун болған туруба линийиси икән.
Ғәрби дияр нефит туруба линийисидә 2006-йили 7- айда хам нефит йәткүзүлүш башланған болуп тәйяр нефит йәткүзүш хизмити бу йил 6- айда башлинидикән. Бу туруба линийиси тамамланғандин кийин хам вә тәйяр нефит йәткүзүш миқдари қошулуп, йилиға 40 милйон тонна нефит йәткүзүш иқтидариға игә болуп, йиллиқ мәһсулат қиммити 70 милярд йүән болидикән.
Уйғур күзәткүчиләрниң билдүрүшичә, хитайниң уйғур елигә нефит қурулушиға селиватқан мәблиғи пәқәт уйғур елиниң нефит байлиқлирини талан тараҗ қилишқа селинған болуп, йәрлик хәлққә һечқандақ мәнпәәт елип кәлмәйдикән.
Бу һәқтә ғәрб мәтбуатлириму охшаш пикирләрни илгири сүрүшмәктә. Йеқинда уйғур елидә зиярәттә болуп хитайниң уйғур елидики нефит қезиш ишлири тоғрисида бир нәччә чатма хәвәр язған асиа каллиң ахбарат агентлиқиниң мухбири.Даниәл счәарф, 2007-йили 2-април куни бәргән мәлуматида мундақ язған: "тәнқидчиләрниң қаришичә, нефит қезиш бу җайдики йәрлик хәлққә йетәрлик пайда кәлтүрмиди, болупму хинҗяң нопусиниң асаслиқ қисмини тәшкил қилидиған түркий тиллиқ мусулманлардин болған уйғур қатарлиқ азсанлиқ милләтләргә һечқандақ пайда елип кәлмиди". (Җумә)