Хитай, чәтәл ширкәтлириниң таримда нефит - тәбий газ қидиришиға йол қоймақчи


2006.07.14

Җуңго нефит ширкитиниң җүмә күни ашкарилишичә, хитай даирилири буниңдин кейин чәтәл ширкәтлириниң тарим ойманлиқида нефит вә тәбий газ қидириш елип беришиға йол қоймақчи икән.

Җуңго нефит ширкити, чәтәл нефит ширкәтлирини тарим ойманлиқидики йошурун нефит вә тәбий газ записиға мол районда қидириш елип беришқа тәклип қилидиғанлиқини җакарлиди.

Җуңго нефит ширкити тор бетидә елан қилған бу һәқтики баянатида " биз чәтәллик мәсләкдашлиримизни җуңго чоң қуруқлуқидики бу әң чоң тәбий газ вә нефит ойманлиқида ортақлишип қидириш елип беришқа тәклип қилимиз " дәйду. Баянатта , бәзи чәтәл нефит ширкәтлири бу пиланға қизиқидиғанлиқини мәлум қилди, дәп тәкитлигән болсиму, лекин бу ширкәтләрниң исимини ашкарилимиған. Дуня уйғур қурултийи болса районға мәбләғ салмақчи болған чәтәл ширкәтлирини уйғурларниң кишилик һоқуқи, муһит вә иқтисади мәнпәәти тоғрисида еһтиятчан болушқа чақирмақта.

Җуңго нефит ширкитиниң баянатида әскәртишичә, чәтәл нефит ширкәтлиригә ечивитилмәкчи болған таримдики нефит - тәбий газ йошурун записиға мол 9 район 110 миң квадрат километир даирини қапсайдикән. Җуңго нефит ширкити бу районларниң конкрет җай исимлирини тилға алмиған, пәқәт таримниң шәрқий вә мәркизи қисимини өз ичигә алидиғанлиқини тәкитлигән. (Әркин)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.