Хитай һөкүмити, уйғур аптоном районидики сәзгүр сияси мәсилиләрни хәвәр қилған бәш жорнални пичәтлигән


2005.04.25

Уйғур аптоном районлуқ ахбарат вә нәшрият идариси, йеқинда җәмийәттики сәзгүр сияси мәсилиләр тоғрисида мақалә елан қилған бәш хитайчә жорнални пичәтләш һәққидә һөҗҗәт чүшүргән. Бу жорналлар "пайтәхттики йетәкчи", "гүзәл һаят", "һарвикәш" , "рәңгарәң һаят", "җю шаң" қатарлиқларни өз ичигә алидикән.

Мәркизи германийидики шәрқий түркистан учур мәркизиниң хәвәр қилишичә, ахбарат вә нәшрият идариси юқириқи жорналларни " қанунсиз нәшр қилинған буюмлар" дегән сәвәбләр билән пичәтлигән. Буларниң ичидики "пайтәхттики йетәкчи"жорнилини җоңго нефит ширкитиниң үрүмчидики бир шөбиси билән үрүмчи йиңю елан сәнәт чәклик һәссидарлиқ ширкити биргә чиқираттикән.

"Гүзәл һаят"жорнилини хоңкоңдики бир саяһәт жорнили билән шинҗаң феңчи көргәзмә сода ширкити нәрш қилатти. юқириқи жорналлар ичидики "һарвикәш" ни "шинҗаң яшлар жорнили" билән "хоңкоң иқтисад мунбири" биргә чиқарған. "Рәңгарәң һаят" үрүмчи яңхей сода чәклик ширкити тәрипидин тарқитилаттикән.

Шәрқий түркисян учур мәркизи, хитай һөкүмити тәрипидин пичәтләнгән юқириқи жорналларниң уйғур аптоном районидики сияси сәзгүрлики юқири қайси мәсилиләр тоғрисида мақалә елан қилғанлиқини тилға алмиди.(Әркин)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.