Қирғизистан алий соти ниғмәт һаҗи босақопни өлтүргәнлик җинайити билән бир адәмни өлүмгә һөкүм қилди
2006.06.25
Фарғанә.Ру агентлиқиниң қирғизистан учур агентлиқлиридин нәқил кәлтүрүп тарқатқан хәвиригә асасланғанда, 24-июн күни қирғизистан алий соти өзбекистан пуқраси атабек әхмәдопни қирғизистан уйғурлириниң иттипақ җәмийитиниң рәиси ниғмәт босақопни өлтүргәнлик җинайити билән өлүм җазасиға һөкүм қилған. Бу һәқтә атабек әхмәдопниң адвокати мухбирларға учур бәргән болуп, у бу әйибләшниң җинайәт гумандариниң өз җинайитини язма шәкилдә етирап қилиши билән бекитилгәнликини көрситиш билән атабек әхмәдопниң қийнаш вә қорқутуш астида бу җинайәтләрни етирап қилишқа мәҗбур болғанлиқини көрсәткән.
Адвокат йәнә бу һәқтә тиббий материял мәвҗут икәнлики, униңда атабек әхмәдопни уруш вә қорқитиш арқилиқ уни җинайәтни өз зиммисигә елишқа мәҗбур қилинғанлиқи баян қилинғанлиқини оттуриға қойған. Нина зотова исимлик мәзкур адвокат ханимниң әскәртишичә, әмәлийәттә ниғмәт босақопниң өлтүрүлишини көргүчиләр қатилниң оттура бойлуқ хитайға яки корейиликкә вә яки туңганға охшап кетидиған адәм икәнликини ейтишқан болуп, бу учурлар атабек әхмәдопниң қияпитигә қилчә охшимайдикән. Адвокат атабек әхмәдоп үстидин чиқирилған һөкүмниң адил болмиғанлиқи үчүн адиллиқни қолға кәлтүрүш үчүн бу мәсилини бирләшкән дөләтләр тәшкилати вә башқа инсан һоқуқи тәшкилатлириға сунидиғанлиқини билдүргән.
Ниғмәт һаҗи босақоп, қирғизистандики уйғурларниң иттипақ җәмийитиниң рәиси болуп, у намәлум кишиләр тәрипидин өлтүрүлгән иди. Кейин, бу делони шаңхәй һәмкарлиқиға әза дөләтләр буни уйғурларға артқан болсиму, әмма ниғмәт һаҗиниң аилиси вә қирғизистан уйғурлири бу һөкүмни қобул қилмиған иди. (Үмидвар)
Мунасивәтлик мақалилар
- Қирғизистанда бир уйғур мусапири хитайға қайтурулуш хәвпигә дуч кәлмәктә
- Қирғизистан уйғур елигә тутишидиған төмүр йоли ясимақчи
- Қирғизистанниң җәнубидики уйғурлар өзбекләшмәктә
- Қирғизистандики вәзийәт тинҗиған болсиму, мәтбуатлардики қаршилиқлар давамлашмақта
- Бешкәктики булаң- талаңда он нәччә уйғур яриланди