Уйғур елидә қиз-оғул бовақларниң нисбәт пәрқи чоңаймақта
2005.01.31
Уйғур аптоном районлуқ пиланлиқ туғут җәмийитиниң мәлум қилишичә, уйғур елидики қиз-оғул бовақларниң нисбәт пәрқи барғансери чоңаймақта икән.
"Шинҗаң гезити" дә елан қилинған хәвәрдә көрситилишичә, бу мәсилә аптоном районлуқ пиланлиқ туғут җәмийитиниң хизмәт йиғинида оттуриға қоюлған болуп, униңда йәнә, қиз-оғулларниң туғулуш нисбитиниң тәңпуңсизлиқини контрол қилиш алаһидә тәкитләнгән.
Аптоном районниң муавин партком секритари вә пиланлиқ туғут җәмийитиниң башлиқи нур бәкри йиғинда, хитай нопусиниң нөвәттә 1 милярд 300 милйонға йәткәнликини, шу сәвәбтин дөләтниң нопуси көп болуш вә байлиқи йетишмәслик вәзийитини нәзәрдә тутуп, пиланлиқ туғут ишлирини алдинқи орунға қоюш керәклини тәкитлигән.
У сөзидә йәнә, қиз-оғуллар нисбитидики пәрқниң нөвәттә дуч келиватқан қийин мәсилиләрниң бири боливатқанлиқини әскәртип, авалқи, пиланлиқ туғут үчүнла пиланлиқ туғутни йолға қоюштәк кона идийини өзгәртип, нопус билән иқтисад, җәмийәт, байлиқ вә муһит қатарлиқларни маслаштуруп тәрәққий қилдуруш йеңи қаришини тикләшни оттуриға қойған.
Қиз-оғулларниң туғулуш нисбитидики тәңпуңсизлиқ уйғур елидила әмәс, бәлки пүтүн хитай бойичә бир қәдәр еғир болуп, бу һәтта хәлқара җәмийәтниңму деққитини тартиватқан мәсилиләрниң бири. Хитайда қиз оғул бовақларниң нисбити тәхминән 100:119 болған. Бу пәрқ хәлқара өлчәмдин көп юқири келидикән. (Пәридә)