Рабийә қадир нобел мукапатиға намзатлиққа көрситилиши мумкин


2005.01.31

Франсийә ахбарат агентлиқи хәвиригә қариғанда, уйғурларниң асасий кишилик һоқуқ күришиниң символи болған рабийә қадир, 2005 - йиллиқ хәлқара нобел тинчлиқ мукапатиниң намзатлиқиға көрситилиши мумкин икән.

Буниңдин сирт йәнә, инсанпәрвәрлик ярдәм тәшкилати болған "балиларни қутқузуш" тәшкилати, украинийиниң йеңи президенти виктор юшенко вә америкиниң сабиқ ташқи ишлар министири колин повел қатарлиқларму нобел кандидати болиши мумкин.

Рабийә қадир техи өткән йили хәлқара рафто кишилик һоқуқ мукапатиға еришкән болуп, рафто фонди җәмийити 1 - айниң 26 - күни америка пайтәхти вашингтонға келип, мукапатни рабийә қадирниң аилисидикиләргә тапшуруш мурасими өткүзгән иди.

Илгири рафто мукапатиға еришкән берминиң өктичи рәһбири аң сән суки вә демократийә вә кишилик һоқуқ паалийәтчиси иранлиқ ширин ебади қатарлиқ бир қанчә шәхсләр кейин нобел мукапатиғиму еришкән иди.

Рафто фонди җәмийитиниң вәкиллири өткән һәптә әркин асия радиомизни зиярәт қилғанда, уларниң мунасивәтлик орунларниң рабийә қадирни нобел мукапатиға намзатлиққа көрситиши үчүн тиришчанлиқ көрситидиғанлиқини билдүргән иди.

Нобел мукапати швитсийилик алим әлфред нобел (Alfred Nobel) ниң вәсийити билән 1900 - йили қурулған болуп, бу мукапат физика, химийә, физиологийә, медитсина, әдәбият, иқтисад вә тинчлиқ саһәлиридики нәтиҗиләргә берилиду. Шундақла бу мукапатқа еришкүчиләргә бир данә алтун медал, нобел кенишкиси вә 1 милйон 300 миң доллар мукапат берилиду.(Пәридә)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.