Үрүмчидә, туғулуш нисбитидә төвәнләш көрүлди


2005.03.09

Үрүмчидә өткән йилиниң ичидә 11868 бовақ туғулған болуп, туғулуш нисбитидә 2003 - йилиға қариғанда рошән төвәнләш көрүлгән.

Үрүмчи шәһири бойичә нопусниң тәбиий өзгириш статистика доклатиға асасланғанда, өткән йили үрүмчидики нопусниң туғулуш нисбити аптоном районниңкигә селиштурғанда миңдә 8 пирсәнт төвән болған. Бу, пүтүн хитайдики аз туғулуш сәвийисидинму төвән икән.

Хәвәрдә көрситилишичә йәнә, уйғур елидики тәбиий туғулуш нисбити төвәнләватқан мәзгилдә, хитайниң ичкири өлкилиридин үрүмчигә кәлгән көчмәнләрниң сани йилиға 10٪ тин ешип маңған.

Хәвәрдә йәнә, үрүмчидики көчмәнләр нопуси саниниң һәр 10 йилида бир қатлиниватқанлиқи һәмдә ғәрбни ечиш сияситиниң буниңдин кейин бу йәргә техиму көп көчмәнләрни җәлп қилиши мумкинлики көрситилгән. (Пәридә)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.