Хитай уйғур районини нопусниң тәбиий көпийиши нисбити юқири район, дәп елан қилди


2005.05.22

Уйғур аптоном районидики коммунистик партийә комитетиниң авази һесаблинидиған "тәңри тағ тори" ниң учуридин ашкарилинишичә, уйғур аптоном районида һәр йили йеңидин көпийиватқан нопус оттура һесаб билән 290 миң әтрапида болуп, нопусниң тәбиий көпийиш нисбити хитай бойичә юқири сәвийигә йәткән икән.

Хәвәрдин ашкарилинишичә, уйғур аптоном районидики нопусниң көпийиши пиланлиқ туғут сиясити арқилиқ үнүмлүк контрол қилинған болуп, 20 йил ичидә үч милйон бала аз туғулған. Нопусниң тәбиий көпийиш нисбити 1975-йилидики 24 ٪ тин 2004-йилиға кәлгәндә 10٪ кә чүшүрүлгән.

Әмма, хитайниң бу хәвиридә һәр қайси милләтләрниң нопусиниң көпийиш нисбити мәсилиси һәққидә учур берилмигән болуп, уйғур нопус мутәхәссислириниң мәлуматлириға қариғанда, уйғурлар нопусиниң тәбиий көпийиши зор дәриҗидә төвәнләп кәткән. 1950-Йили пүтүн уйғур елидә аран 200 миң әтрапида хитай нопуси бар болуп, аһалиниң 5٪ ни игилигән болса, улар сүний һалда ичкири өлкиләрдин йөткәп чиқилип, бүгүнки күндә бирақла 8 милйон әтрапиға йәткән һәм изчил көпймәктә икән.

Бейҗиң пиланлиқ туғут сиясити арқилиқ уйғурларниң көпийишини боғуватқан болсиму, бирақ хитай нопусиниң бу райондики сүний вә тәбиий көпийишини давамлиқ қоллап кәлмәктә. (Үмидвар)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.