Уйғур аптоном районида йилиға 300 миң нопус көпийиватамду?


2006.01.24

Хитай даирилири сәйшәнбә күни уйғур аптоном районида нопус вә пиланлиқ туғут хизмитиниң " әң яхши тәрәққият басқучи" да кетиватқанлиқини елан қилип "әмма шинҗаң йәнила нопусниң көпийиши хитай бойичә әң тез өлкә вә аптоном районларниң бири, дәп көрсәтти.

" Тәңритағ тори" ниң хәвәр қилишичә, даириләр 10 - бәш йиллиқ пилан мәзгили ичидә " шинҗаң нопусиниң һәддидин зиядә тез көпийиш сүрити мәлум дәриҗидә тизгинләнди " дәп көрсәткән.

Әмма хитай мәтбуатлири, уйғур аптоном районида пиланлиқ туғут хизмитиниң " әң яхши басқучи" қандақ усуллар билән бәрпа қилинғанлиқини тилға алмиған. " Тәңритағ тори", 23 - январ күни ечилған уйғур аптоном райониниң нопус байлиқи вә муһит хизмәт йиғинида, даириләрниң җәнубтики уйғур, қирғиз қатарлиқ милләтләрни көп туғмақта, дәп әйиблигәнликини язди. Мәзкур тор бетиниң хәвиридә " нурғун йеза‏- қишлақларда болупму җәнубтики аз санлиқ милләтләр олтурақлашқан намрат, чәт районларда туғуш нисбити йәнила юқири" дәйду. "

"Тәңритағ тори" ниң тәкитлишичә, қәшқәр вилайити бойичә 15 йил ичидә 920 миң адәм көпәйгән. Әмма хитайниң райондики нопус сияситини тәнқид қилғучилар, хитай даирилирини районға еқип кириватқан көчмәнләр нопусиға көз юмуп, уларни йәрлик нопус қатарида һесаблиған, дәп әйиблимәктә.

Ш у а р секритари ваң лечүән йиғинда алақидар органларға 11 - бәш йиллиқ пилан ичидә уйғур аптоном райони нопусини контрол қилишни буйриған. Ш у а р рәиси исмайил тиливалди, иқтисади тәрәққият билән муһитниң мунасвитини тоғра бир тәрәп қилишни тәләп қилған. Хитай даирилири йәрлик милләтләрниң пиланлиқ туғут сияситигә әмәл қилмайватқанлиқиға қарита тәнқидни күчәйтмәктә. Аптоном районниң муавин рәиси җаппар һәбибулла хәлқ вәкиллиригә пиландин артуқ туғушниң" гунаһ" икәнлики һәққидә ахунумдин пәтива алғанлиқини билдүрди. Әмма кишилик һоқуқ тәшкилатлири хитайниң пиланлиқ туғут сияситини ғәйри инсани, дәп тәнқидлигән. (Әркин)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.